Шарон, пәләстин қораллиқ күчлиригә зәрбә бериш һәққидә буйруқ чүшүрди
2005.01.16
Исраилийә баш министири ариял шарон пәләстин қораллиқ күчлиригә қарши омумйүзлүк һуҗум елип бериш һәққидә исраилийә армийисигә буйруқ чүшүрди.
У йәкшәнбә күни ечилған ички кабентниң йиғинида,"исраилийә армийиси зөрүр тепилғанда ғәззә районида һәр қандақ һәрикәт елип барса болиду" диди. У йәнә пәләстинниң йеңи рәһбири мәһмуд аббасни "исраилийигә қаритилған һуҗумларниң алдини елиш тәдбирлирини қолланмиди" дәп тәнқидлиди.
Пәләстин қораллиқ күчлири 13 - числа ғәззә районида өзини өлтүривелиш характерлиқ партлитиш вәқәсини садир қилип, 10 нәпәр исраилийиликниң өлүшини кәлтүрүп чиқарғандин кейин, исраилийә, пәләстин һөкүмити билән болған барлиқ алақисини үзгән. Исраилийә армийиси шәнбә күни сәккиз нәпәр пәләстинликни етип өлтүргән иди.
Шәнбә күни пәләстин һөкүмитиниң рәислик вәзиписини тапшуруп алған мәһмуд аббас, иккила тәрәпниң зораванлиқ һәрикәтлирини қаттиқ әйиплиди. Пәләстин ташқи ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, мәһмуд аббас чаршәнбә күни пәләстиндики қораллиқ тәшкилатлар билән сөһбәт өткүзүп, уларни уруш тохтитиш келишими мақуллашқа чақиридикән. Пәләстин даирилири, шуниң билән бир вақитта исраилийиниңму уруш тохтитиш тәдбирлирини елип бериши керәкликини билдүрмәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шарун пәләстин билән болған мунасивәтни үзди
- Дуня җамаәтчилики маһмут аббасниң сайланғанлиқини еһтиятчан үмидварлиқ билән қарши алди
- Пәләстиндә президент сайлими өткүзүлди
- Шарон пәләстин дөлити қурулушиниң мумкинчилики һәққидә бишарәт бәрди
- Америка исраилийиниң хитайға қорал сетишиға қайта наразилиқ билдүрди
- Пәләстинниң вақитлиқ рәһбири мәһмуд аббас оқ һуҗумидин қутулуп қалди
- Пәләстин рәһбири ясир арафат рамаллаға дәпнә қилинди
- Дуня җамаәтчилики ясир арафатниң вапатиға инкас қайтурди