Исраилийә билән америка, арисидики ихтилапни һәл қилди


2005.08.17

Исраилийә билән америка қорал сетиш мәсилисидә бирликкә келип, буниңдин кейин исраилийә даирилири хитай вә башқа дөләтләргә қорал техникилирини сетиштин бурун, америкиниң пикрини елишқа қошулди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, сөһбәттин кейин америка вә исраилийиниң дөләт мудапиә министирлиқлири бу һәқтә бирләшмә баянат елан қилип, америка билән исраилийиниң ахири ортақлиққа келип, икки дөләтниң достлуқиға зиян йәткүзгән ихтилапни һәл қилғанлиқини җакарлиди.

Баянатта йәнә, икки тәрәпниң кәлгүсидики икки ай ичидә өз-ара ишәнчини ашуруш үчүн илгирилигән һалда бир қатар тәдбирләрни елип баридиғанлиқи йезилған. Икки дөләтниң келишкини бойичә, исраилийә буниңдин кейин хитайға қорал сетиштин бурун алди билән америкиниң тәстиқини алидикән.

Исраилийә йеқинда хитайға бир қисим сәзгүр қорал сестимиси вә йеңи илғар техникилирини сетип бәрмәкчи болғанда, америка һөкүмити буниңға қарши турған иди. Гәрчә исраилийә америкиниң қаршилиқидин кейин дәрһал хитай билән болған бу содини бикар қилип, америкидин кәчүрүм сориған болсиму, әмма бу, исраилийә-америка мунасивәтлиригә мәлум дәриҗидә тәсир йәткүзгән.

Америка даирилириниң қаришичә, хитай һөкүмити бу йеңи техникилар билән радар сестимисиға һуҗум қилиш иқтидарини техиму илғарлаштуралайдикән һәмдә буни тәйвәнгә қарши урушта ишлитишиму мумкин икән. Америка исраилийиниң узун йиллиқ йеқин иттипақдиши болуп, һәр йили исраилийигә 2 милярд долларлиқ һәрбий ярдәм бериду. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.