Америка җумһурийәтчиләр партийисиниң вәкилләр қурултийи ахирқи күнигә қәдәм қойди
Америка җумһурийәтчиләр партийисиниң вәкилләр қурултийи пәйшәнбә күни ахирқи күнигә қәдәм қойди. Җумһурийәтчиләр партийисиниң чаршәнбә күнидики қурултийида, америкиниң муавин презденти чик чейни нутуқ сөзләп, җумһурийәтчиләр партийисиниң муавин прездент кандидат намзатлиқини қубул қилди.
У сөзидә, америка демократлар партийиси көрсәткән прездент намзати җон кәрригә һоҗум қилип, җорҗ бушниңла "терроризимға қарши уруш" қа йитәкчилик қилалайдиған әң мувапиқ киши икәнликини билдүрди.
Җумһурийәтчиләр партийисиниң мәмликәтлик вәкилләр қурултийи давамлишиватқан бир пәйттә, нйо-йорк шәһиридә җумһурийәтчиләр партийисигә қарши намайишлар үзүлмиди. Пәйшәнбә күни қурултай ечиливатқан йиғин залидики намайишчилар җумһурийәтчиләр партийисидики яшларниң бир йиғилишиға дәхли йәткүзгән. Бирақ улар,сақчилар тәрипидин дәрһал елип кетилгән.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиргә қариғанда, бу һәптидики намайишларда нйойоркта қолға елинған намайишчиларниң сани 1700 дин ашидикән. (Арзу)