Америкида уйғурларни тема қилған "әҗдәрһаниң тапини астида" намлиқ китап нәшр қилинмақчи
2007.05.11
Америкилиқ җәмийәтшунас доктор бләйн калтман тәрипидин йезилған" әҗдәрһаниң тапини астида: хитайда ислам, ериқчилиқ, җинайәт вә уйғурлар"намлиқ китап пат йеқинда америка охайо университети нәшрияти тәрипидин нәшр қилинмақчи.
Китапта аптор, йеқинқи тоқунушлар ислам әсли дин тәриқәтчиликиниң күчийишигә сәвәбчи болғанлиқини шундақла аз санлиқ милләтләргә қаритилған диний бастуруш уйғур вә хитайларниң өз ара икки қутупқа бөлүнүшини техиму чоңқурлаштурғанлиқини өзгичә услубта баян қилған.
Аптор бу китапни йезиш үчүн хитайчини наһайити пишшиқ билиштәк алаһидиликидин пайдилинип хитайда 5 йил материял топлиған вә хитай һөкүмитидин йошурун түрдә нурғун кишиләрни зиярәт қилип, улар билән бивастә сөһбәтлишиш пурситигә еришкән. Бу сөһбәтләр арқилиқ аптор китапта, уйғурлар билән хитайларниң иҗтимаий - иқтисади чүшәнчисидики пәрқләр шундақла уларниң бир- биригә болған бир тәрәплимилик қарашлирини оттуриға қойған.
Апторниң әскәртишичә, уйғурлар турмушниң һәр қайси саһәлиридә хитайларниң кәмситишигә учраватқанлиқидин шүбһиләнмәйдиған болуп, бу ерқий туйғу уйғурлардиму хитайларға қарши бир тәрәплимилик чүшәнчиләрни пәйда қилған. Бләйн калтман, китапта йәнә, уйғурлардики җинайи һәрикәтләр башқа аз санлиқ милләтләрдикидәк өз ичидики җамаәткчә қаритилмиғанлиқини, әксинчә һөкүмдар хитайларни нишан қилғанлиқини язған. 152 Бәтлик бу китап бу йил 9- айда нәшрдин чиқиши мүмкин. (Әркин)