Корийә һава йоллар ширкитиниң йолучилар айропилани үрүмчигә қатнайду
-
2005-04-08 -
-
-
Җәнубий корийә һава йоллар ширкити, җүмә күни мәзкур ширкәтниң йолучилар айрупилани бу йил язда уйғур аптоном райониниң мәркизи үрүмчигә тиҗарәт характерлик учуш башлайдиғанлиқини елан қилди.
Корийә һава йоллар ширкитиниң ашкарилишичә, корийә һава йоллириниң йолучилар айропилани җәнубий корийә пайтәхти сийол билән үрүмчи арисида, һәптисигә икки қетим учидикән. Корийә һава йоллар ширкитиниң бейҗиңдики әмәлдари, һава қатнишиниң бу йил 6 - айда башлинидиғанлиқини билдүргән. Хитай һөкүмитиниң зувани шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, җоңго хәлқ авиатсийә идариси корийә һава йоллар ширкитиниң сийол билән үрүмчи оттурисида һава йоллар қатнишини йолға қоюш тоғрисидики илтимасини тәстиқлиған.
Уйғур аптоном райониға келидиған чәтәллик саяһәтчиләр ичидә японийиликләр билән җәнубий корийиликләр хели көп салмақни игилләйду. Бу юқириқи әлләрдики саяһәтчиләр үчүн бәзи қолайлиқларни яритиши мумкин. Йеқинқи йилларда корийә тили уйғур аптоном районидики йәрликләр хели қизиқидиған тилларниң бири болуп қалған. Амма уйғур аптоном районидики асарә - әтиқә вә саяһәт мәнзиллирини қоғдаш тәдбирлириниң иптидаий вә қелиплашмиғанлиқини тәкитлигән көзәткүчиләр, уйғур тарихи вә мәдәнийитини әкс - әттүридиған асарә - әтиқиләрниң техиму еғир бузғунчилиққа учрушидин әнсиримәктикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур ели билән русийиниң сибирийә райони арисида бивастә қатнаш йоли ечилмақчи
- Уйғур елидә сахта пойиз белити дилоси байқалди
- Уйғур илида 2004 - йили үч миңға йеқин адәм қатнаш вәқәсидә өлди
- Уйғур елидә, тунҗи електронлуқ төмүр йоли қурулуши қурулуш башлиди
- Уйғур елидики тунҗи хусусий авиатсийә ширкити пат йеқинда тиҗарәт башлайду