Җәнубий корийә хитай һөкүмитиниң бихәтәрлик хадимлирини җазалишини тәләп қилди
2005.01.13
Хитайни зиярәт қиливатқан җәнубий корийиниң парламент әзалири хитай һөкүмитидин өзлириниң бейҗиңда мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзүшигә қопаллиқ билән тосқунлуқ қилған хитай бихәтәрлик хадимлирини җазалашни тәләп қилди. Бирақ хитай тәрәп болса, җәнубий корийә дипломатлириниң кәчүрүм сориши керәкликини билдүрмәктә.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, шималий корийиниң төт нәпәр парламент әзаси чаршәнбә күни бейҗиңда мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзүп, хитайниң шәрқий шимал өлкилиридә панаһлиқ тиләватқан шималий корийә мусапирлириниң вәзийитини ашкарилимақчи болған.
Әмма, хитай бихәтәрлик хадимлири йиғин мәйданиға үсүп кирип, мухбирларни тарқитивәткән. Бу бир нәччә нәпәр җәнубий корийә паламент әзалири йиғин мәйданидин айрилишни рәт қилип, 11 саәткә йеқин тиркәшкәндин кийин, хитай һөкүмити ахири уларниң қисқиғичә баянат беришигә рухсәт қилған.
Вәқәдин кийин, җәнубий корийә ташқи ишлар министирлиқи хитайниң сийолда турушлуқ баш әлчисини чақиртип, вәқәдин қаттиқ нарази болған. Арқидинла, хитайниң ташқи ишлар министирлиқи баянат елан қилип, корийә дипломатлириниң қанунсиз һәрикәтләрни қутрутушқа уруниватқанлиқини көрсәтти.
Җәнубий корийиниң мәзкур дипломатлири хитай һөкүмитиниң шималий корийә мусапирлирини дөлитигә қайтуруш сияситигә қаттиқ нарази болған, чүнки мусапирлар дөлитигә қайтурулғандин кийин, шималий корийә коммунист һөкүмитиниң қаттиқ җазалишиға учрайду.(Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Австралийидики ишчилар уюшмилири хитайни тәнқид қилди
- Колин повел ли җавшиң билән шималий корийә вә иран мәсилисини музакирә қилди
- Колин повелл шәрқий асия әллиридики зияритини башлиди
- Шималий корийиниң 2 - нумурлуқ рәһбири ким юңнәм хитайни зиярәт қилди
- Шимали корийә ядро қораллардин ваз кәчмәйдиғанлиқини җакарлиди
- ٪ 58 Җәнубий корийиликләр хитайни яхши көрмәйдикән
- Шималий корийә һөкүмити 9 - сентәбирдики чоң партлаш һәққидә чүшәндүрүш бәрди
- Америка дипломатик әмәлдари хитайдики зияритини башлиди