Хитай, куйзуминиң ясикину бузруһгаһини зиярәт қилмаслиқини тәләп қилди

Мәтбуатларда, японийә баш министири, куйзуминиң 15 ‏- авғуст күни ясикину бузургаһини зиярәт қилмақчи болуватқанлиқи тоғрисидики хәвәр таралғандин кейин, хитай даирилири буниңға дәрһал инкас қайтуруп, куйзуминиң мәзкур зиярәтни бикар қилишини тәләп қилди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи җүмә күни, бейҗиңниң японийә рәһбәрлиридин, тарихқа, хәлққә вә кәлгүсигә нисбәтән мәсулийәтчан позитсийә күтидиғанлииқни билдүрди.

японийә мәтбуатлирида, куйзуминиң бәлким 15 ‏- авғуст күни, йәни иккинчи дуня урушини хатирләш күнидә ясикину бузургаһини зиярәт қилидиғанлиқи елан қилинған болуп, бирақ куйзуми зиярәт пилани һәққидә ениқ бир ипадә билдүрмигән иди.

"ясикину бузургаһи" ға японийә уруш әскәрлири көмүлгәндин сирт, иккинчи дуня уруш җинайәтчилири дәп қаралған бир қисим әскәрләрму көмүлгән.

Куйзуми, 2001 ‏- йили вәзипигә тәйинләнгәндин бери, ясикину бузургаһини көп қетим зиярәт қилди. Униң зиярити, хитай билән корийиниң наразлиқини қозғап, японийиниң бу дөләтләр билән болған зиддийәтлириниң күчийип кетишидики асаслиқ сәвәпкә айланған. Хитай билән корийә тәрәпниң қаришичә, ясикину бузруһгаһи японийә уруш тарихини иҗабиләштуруш һесаблинидикән.

Бирақ, куйзуми "ясикину бузургаһини зиярәт қилиш, пәқәт тинчлиқ үчүн елип барған ибадәт " дәп көрсәтмәктә. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org