Японийә баш минстириниң ясукони бузрукгаһини зиярәт қилиши хитай вә җәнубий корийиниң наразилиқини қозғиди

Хитай вә җәнубий корийә, японийә баш минситири җуниһиро койзуминиң токйодики японийә уруш қурбанлири қәбристанлиқи йәни ясукони бузрукгаһини зиярәт қилғанлиқиға қаттиқ наразилиқ билдүрди. Койзуми хитай вә корийә қатарлиқ дөләтләрниң қаттиқ наразилиқиға қаримай сәйшәнбә күни ясукони бузрукгаһини зиярәт қилған.

Хитай вә җәнубий корийә һөкүмәтлири, бейҗиң вә сиюлдики японийә баш әлчилирини ташқи ишлар минстирлиқиға чақиритип, японийә һөкөмитигә рәсмий наразилиқини билдүргән.

Хитай вә җәнубий корийә қатарлиқ иккинчи дуня уруши җәрянида японийиниң һуҗумиға учриған дөләтләр, ясукони бузрукгаһини зиярәт қилишни, японийиниң һәрбий кеңәймичилик сияситини вә уруш җинайәтчилирини тәқдирләш дәп қаримақта.

Лекин японийә баш минстири, 2 йерим милйон иккинчи дуня уруши қурбани һәмдә 14 уруш җинайәтчиси көмүлгән ясукони бузрукгаһини уруш қурбанлирини хатириләш үчүн зиярәт қилидиғанлиқини баян қилмақта.

Бәзи сиясий мулаһизичиләрниң ейтишичә, бир йилдин кейин вәзиписидин айрилидиған японийә баш минстири койзуми, японийә тарихиға вәтәнпәрвәр бир баш минстири болуп йезилиш үчүн хитай вә җәнубий корийә қатарлиқ дөләтләрниң қарши чиқишиға қаримай ясокуни бузрукгаһини зиярәт қилған. Йәнә бәзи мутәхәссисләрниң баян қилишичә, японийә баш минстири, болупму хитай һөкүмитиниң тәлипигә боюн егип, ясукони бузрукгаһини зиярәт қилшитин ваз кәчсә, хитай һөкүмитиниң йәнә башқа тәләпләр билән оттуриға чиқидиғанлиқини пәрәз қилмақта. Шуниң үчүн японийиниң бу мәсилидә хитай қатарлиқ дөләтләрниң бесимиға боюн әгмәйдиғанлиқини көрситиш үчүн бу зиярәтлирини давамлаштурмақта. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org