Тәйвәнниң сабиқ президенти ли диңхүйниң америка зиярити хитайниң ғәзипини ‎қозғиди

‎ Тәйвәнниң мустәқиллиқни яқлайдиған сабиқ президенти ли диңхүй чаршәнбә күни ‎америка дөләт мәҗлисидә уюштурулған бир зияпәттә нутуқ сөзләп, компартийә ‎һакиммутләқлиғидики хитайниң дуняниң бихәтәрликигә хәвп икәнликини билдүрди.‎

Ли диңхүй сөзидә, "демократийә билән әркинлик, тәйвән вә америка ортақ ‎қоғлишиватқан ғайә. Һалбуки хитайниң демократийилишиши асиядики тоқунушларниң ‎алдини алидиған зөрүр амил" дәп билдүрди. ‎

‎ Америка дөләт мәҗлиси авам палатаси хитай ишлири гурупписиниң башчилиқида ‎уюштурулған бу қетимқи ли диңхүйни күтүвелиш йиғиниға америкиниң икки ‎палатасиниң 20 дин артуқ әзаси қатнашти вә сөз қилди. ‎

‎ Улар хитай рәһбәрлирини "мустәбит һөкүмдарлар" дәп атап, ли диңхүйни тәйвәнниң ‎‎" демократийә пешваси" дәп тәриплиди. Күтүвелиш йиғинида сөз қилған қисмән палата ‎әзалири, тәйвәнниң хәлқара органларға қатнишишини қоллайдиғанлиқини билдүрди. ‎

‎ Ли диңхүйниң бу қетимқи америка зияритиниң асаслиқ мәқсити , тәйвән хитайниң ‎қораллиқ һоҗумиға учриған әһвалда америкини тәйвәнни қоғдашқа чақириш иди. ‎

‎ Ли диңхүйниң бу қетимқи америка сәпири вә дөләт мәҗлисидә сөзлигән нутуқиға қарита, ‎хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип,ли диңхүйни чатақ ‎чиқарғучи дәп атап, уни америка - хитай мунасивитини бузушқа уруниватиду дәп ‎әйиблиди. (Арзу)‎

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org