Хитай һөкүмити, ливийиниң чин шүйбйәнни ливийигә тәклип қилғанлиқидин әндишиләнгәнликини билдүрди

Хитай һөкүмити, ливийиниң рәһбири муәммәр казафиниң, тәюән президенти чин шүйбйәнни ливийигә тәклип қилғанлиқидин әндишиләнгәнликини билдүрди.

Роетрис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, тәйвән президенти чин шүйбйән 18 - январ күни ливийиниң рәһбири казафиниң тәклипини қобул қилған.

Хитай ташқи ишлар минситирлиқиниң баянатчиси коң чүән бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, чин шүйбйәнниң ливийини зиярәт қилиш еһтималлиқи хитай һөкүмитини қаттиқ әндишиләндүрмәктә. Биз бу зиярәтниң әмәлгә ашмайдиғанлиқиға ишинимиз,деди.

Куң чүәнниң билдүрүшичә, африқа қитәсидә зиярәттә боливатқан хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң, ливийә рәһбири казафи билән мәсилини музакирә қилғанлиқини, казафи ливийиниң бир хитай принсипида чиң туридиғанлиқини тәкитлигәнликини ейтқан .

Униң ейтишичә, икки тәрәпниң сүһбити җәрянида бир җуңго сияситигә һөрмәт қилишниң, тәйвән рәһбәрлириниң зиярити чәкләш мәсилсиниму өз ичигә алидиғанлиқи тәкитләнгән.

Хитай һөкүмити йеқинқи йилларда тәйвәнни сиясий җәһәттин ялғуз қалдуруш үчүн африқа қитәсидики дипломатийә паалийәтлирини күчәйткән.Сиясий мулаһизичиларниң билдүрүшичә, ливийә рәһбири казафиниң тәйвән презденти чин шүйбйәнни ливийигә тәклип қилғанлиқи, хитай һөкүмитиниң африқидики дипломатийә паалийәтлиригә чоң бирзәрбә һесаблинидикән. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org