Моңғулийә баш министири уйғур аптоном районини зиярәт қилди


2006.11.24

Моңғулийә баш министири мйегонбо енкболд җүмә күни уйғур аптоном районини зиярәт қилип, үрүмчидә аптоном районниң рәиси исмаил тиливалди билән сөһбәт елип барди.

Хитай баш министири вен җябавниң тәклипи билән хитайни зиярәт қиливатқан енкболдниң үрүмчи зиярити 2 күн давам қилиши мумкин. Бу бир моңғулийә юқири дәриҗилик рәһбириниң хитай компартийиси уйғур аптоном районини өткүзүвалған 57 йилдин бери тунҗи қетим районни зиярәт қилишидур.

Хитай мәтбуатлири сөһбәтниң тәпсили әһвалини тилға алмиған болсиму, лекин исмаил тиливалдиниң шинҗаң билән моңғулийә "иқтисади- сода алақисини кеңәйтиш йошурун күчи зор болуш алаһидиликигә игә," дәп тәкитлигәнликини хәвәр қилди.

Енкболд, 22 - ноябирдин бери хитайни зиярәт қилмақта. Моңғулийә баш министириниң икки күнлүк уйғур аптоном райони зияритиниң коникит күнтәртипи елан қилинмиди.

Моңғуллар билән уйғурлар узун тарих вә мәдәнийәт алақисиға игә милләтләр. Уйғур аптоном райониниң байинғулин вә бөртала областлириға моңғуллар яшимақта. Бәзи көзәткүчиләр, моңғулийә баш министириниң зиярити бу йәрдики моңғулларни риғбәтләндүрүш, дәп қаримақта.

Енкболд, бу сәпиридә хитай баш министири вен җябав билән хитай - моңғулийә сияси, иқтисади вә мәдәнийәт алақисини кеңәйтишкә қошулған. Лекин моңғулийә парламентида өктичи партийиләрниң тәнқидигә учримақта. Өктичиләр енкболд һөкүмитини моңғулийиниң тәбий кан байлиқини хитай ширкәтлиригә сетиш билән әйибләнмәктә. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.