Ғәрп әллиридики уйғурлар хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзди
2004.10.01
Ғәрп әллиридә яшайдиған уйғурлар 1- өктәбир хитай дөләт байрими мунасивети билән германийә, америка вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдики хитай әлчиханилириниң алдида намайиш өткүзди.
Түркийә пайтәхти анқәрәдики хитай әлчиханиси алдидики намайишни мәркизи қәйсиридики шәрқий түркистан мәдинийәт вә һәмкарлиқ җәмийити уюштурған. Америка пайтәхти вашингтондики намайишни америка уйғур җәмийити тәшкиллигән. Германийәдики намайиш дуня уйғур қурултейи билән явропа шәрқий түркистан иттипақиниң риясәтчилигидә елип берилған.
Америка уйғур җәмийити намайиш өткүзүш тоғрисидики уқтурушида, 1 - өктәбир әзиз вәтинимиз шәрқий түркистанниң комунистик хитай қораллиқ қисимлири тәрипидин ишғал қилинғанлиқиниң 55 - йиллиқи, бу күн уйғур тарихидики әң зулмәтлик вә қараңғу дәврниң башлиниши дәп көрсәткән. Германийәдики намайиш мюнхен шәһридики хитай консулханиси алдида өткүзүлди. Түркийә билән германийәдики намайишчилар хитай әлчи вә консулханисиниң алдиға қара гүлчәмбирәк қойди.Вашингтондики намайиш шу йәрниң вақти билән саәт 3 дин 5 кичә өткүзүлди. Германийәдики намайишқа моңғулларму иштирақ қилған. (Әркин)