Хәлқара нефит базирида бир барол нефитниң баһаси 98 америка доллириға өрлиди


2007.11.07

Америкиниң, болупму хитайниң нефиткә болған еһтияҗи ашқансери, дуняда нефит баһасиниң өрлиши тез болмақта. Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, чаршәнбә күни, хәлқара нефит базирида бир барол нефитниң баһаси 98 америка доллириға өрлиди.

Һазирқи вәзийәттин қариғанда, нефит баһаси һәр бир бароли 100 америка доллириға өрләш еһтимали бар.

Б б с ниң баян қилишичә, дуняда нефит вә алтун баһасиниң өрләп кетишигә америка доллириниң қиммити төвәнлигәнлики, буниңға қарап мәбләғ салғучилар өз мәблиғиниң қиммитини сақлап қелиш үчүн америка доллирини сетиветип, униң орниға қәрәллик нефит пай чеки яки алтун сетивелишқа йүзләнгәнлики сәвәбчи болмақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.