Олимпик комитети ахбарат әркинлики җәһәттә бәргән вәдисини ақлимиди


2008.02.04

Дүшәнбә күни, баш шитаби ню йорк шәһиригә җайлашқан бир ахбарат әркинлик тәшкилати хәлқара олимпик комитетиниң, хитайда ахбарат әркинликини илгири сүрүш җәһәттә хитайға йетәрлик бесим ишләтмигәнликини оттуриға қойди.

Мәзкур тәшкилат, хитайниң дуня буйичә " ахбаратчиларни әң көп түрмигә ташлайдиған дөләт" икәнликини, һазирға қәдәр 29 язғучиниң хитай түрмилиридә азап чекиватқанлиқини оттуриға қойди.

Франсийә агентлиқида көрситишичә, язғучиларни қоғдаш тәшкилати асия бөлүминиң мәсули боб диетз, хәлқара олимпик комитетиниң, бу җәһәттә һечқандақ тәдбир қолланмиғанлиқидин "һәйран" қалғанлиқини ипадилигән вә өз тәшкилатиниң йиллиқ доклатида, хитайниң вә хәлқара олимпик комитетиниң өз вәдисидә турмиғанлиқини көрситип, " хитай хәлқара олимпик комитетиға ахбарат әркинликини зор дәриҗидә яхшилайдиғанлиқи һәққидә вәдә бәргән" дәп оттуриға қойған.

У хитайниң язғучи вә ахбаратчиларни изчил қолға елип 9 йилдин буян бу җәһәттә дуня буйичә алдинқи қатарда туруп кәлгәнликини һәмдә хитайниң һазир торда мақалә елан қилғанларни көпрәк қолға еливатқанлиқини, һазирғичә қолға елинған 29 нәпәр язғучиниң 18 нәпириниң торда мақалә елан қилған язғучилар икәнликини билдүрди.

У хитай һөкүмитини бу йиллиқ бейҗиң олимпикидин бурун түрмидә йетиватқан язғучиларни қоюп беришкә чиқарди.

Һазир хитайда түрмидә йетиватқан 29 нәпәр язғучиниң ичидә 4 нәпири уйғур илидин болуп, буларниң ичидә, тарихчи тохти мозарт, "ява кәптәр" һекайисиниң аптори нурмәмәт ясин, қәшқәр әдәбиятиниң сабиқ тәһрири көрәш һөсәйин қатарлиқлар бар.

Хитай 2001 - йили 2008 - йиллиқ олимпик йиғиниға саһибханлиқни талишиш алдида 2008- йиллиқ олимпик йиғинидин бурун ахбаратни әркин қоюветишни әмәлгә ашуридиғанлиқи һәққидә дуня җамаәтчиликигә вәдә бәргән иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.