Дуня уйғур қурултийи бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәрикити қозғиди
2007.08.03
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи шәнбә күнидин башлап дуня миқясида бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәрикити қозғайдиғанлиқини елан қилди. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң җүмә күни елан қилишичә, мәзкур орган бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәрикитини шәнбә күни германийиниң мюнхен шәһиридин башлимақчи икән.
Дилшат ришит, олимпикниң асаси тәлипи инсанийәтниң иззәт һөрмити вә кишилик һоқуқиға һөрмәтлик қилиштур. Хитай олимпик мусабиқиси өткүзүш һоқуқини қолға кәлтүрүштә хәлқара җәмийәткә кишилик һоқуқни яхшилаш тоғрисида вәдә бәргән. Лекин хитай бу вәдисини иҗра қилмайла қалмай, кишилик һоқуқни техиму илгирләп дәпсәндә қилмақта, дәп көрсәтти. У йәнә, " биз хитай даирилириниң уйғурларни қанунсиз вастиләр билән халиғанчә тутқун қиливатқанлиқини, уйғур мәһбусларға тән җазаси бериватқанлиқини әйибләймиз " дәйду.
Дилшат ришитниң әскәртишичә, бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш олимпикқа қарши чиққанлиқ әмәс, бәлки олимпик роһини асрап, кишилик һоқуқни қоғдиғанлиқтур. У, дуняниң һәр қайси җайлирида байқут қилиш паалийити елип берилидиғанлиқини, бу хитай һөкүмити кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтатқанға қәдәр давам қилидиғанлиқини билдүрди.
Бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш паалийити америкида 8 - авғуст күни башланмақчи. Америка уйғур җәмийити пәйшәнбә күнки баянатида америкидики уйғурларни 8 - авғуст күни вашингтондики хитай әлчиханиси алдида йиғилиш өткүзүшкә чақирди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқарада бейҗиңниң олимпик өткүзүшигә қарши һәрикәтләр күчәймәктә
- Стевен спелберг бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәслиһәтчиликидин истипа бериши мумкин
- Америка федерал тәкшүрүш идариси(FBI ) олимпик мусабиқисиниң бихәтәрлики җәһәттә бейҗиң даирилиригә ярдәмләшмәкчи
- Америка дөләт мәҗлиси дарфур мәсилисини бейҗиң олимпик йиғиниға бағлайдиған қарар лаһийиси мақуллиди
- Ху җинтав шветсийә зияритидә өлүм җазаси мәсилисидә бесимға дуч келиши мүмкин
- Кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитайдин өлүм җазасини азайтишни тәләп қилди
- Ч м т мухбирларниң уйғур вә тибәтни зиярәт қилиш - қилалмаслиқиға ениқлима беришни тәләп қилди
- Канада мәтбуатлирида бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш мәсилиси муназирә қилинмақта