Исраилийә қисимлири ливандин чикинишкә башлиди
-
2006-08-15 -
-
-
Исраилийә һәрбий қисимлири сәйшәнбә күни ливанниң җәнубидики бәзи районлардин чикинишкә башлиди. Бу арида , урушниң башланғанда өй-юртлирини ташлап қечишқа мәҗбур болған он миңлиған киши ливанниң җәнубидики йеза- кәнтләргә қайтишқа тиришмақта.
Хәвәрләргә қариғанда, һизбулла партизанлири билән урушуш үчүн ливанға 30000 әскәр әвәткән исраилийә армийиси, ливанниң җәнубидики бәзи ноқтиларниң контроллиқини бир- икки күн ичидә бирләшкән дөләтләр тәшкилати қисимлириға тапшуруп бериш үчүн тәйярланмақта. Исраилийә қисимлириниң қомандани дан һалотс, исраилийә һәрбий қисимлири 10 күн ичидә ливандин пүтүнләй чекиниши мумкин, деди.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишиниң урушни тохтитиш тоғрисидики қарариға асасән, ливан һөкүмити пәйшәнбә күни литани дәрясиниң җәнубий қирғиқиға 15000 әскәр орунлаштурушқа башлайдикән. Лекин ливан мудапиә минстири иляс әлмур ливан армийә қисимлириниң ливан җәнубидики һизбулла җәңчилирини қоралсизландурмайдиғанлиқини билдүрди.
Һизбулла һәрикитини қоралсизландуруш исраилийә һөкүмитиниң урушни тохтитиш үчүн оттуриға қойған асаслиқ шәтлириниң бири иди.
Һәм исраилийә һөкүмити һәм һизбулла урушта ғәлбә қилғанлиқини баян қилмақта. Әмма нурғунлиған мутәхәссисиләр исраилийә һөкүмитиниң урушта йәтмәкчи болған нишаниға йетәлмигәнликини билдүрмәктә. Уларниң ейтишичә, исраилийә бу урушта һизбулла һәрикитини тар-мар қилшини мәқсәт қилған, әмма һизбулла һәрикити тар-мар болмиди һәмдә уруштин кейин сиясий тәсири техиму күчәйди. Һәтта исраилийә һөкүмити урушниң башлинишиға сәвәбчи болған, һизбулла һәрикити тәрипидин гөрүгә елинған икки әскириниму техи қутқузалмиған. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ливанда уруш тохтитиш қараридин кейин тәрәпләр арисида чоң тоқунуш болмиди
- Исраилийә ливанға қаратқан һуҗумини давамлаштурмақта
- Хәлқара җәмийәт оттура шәрқтә уруш тохтитишни тәләп қилмақта
- Исраилийә уруш тохтитиш мумкинчиликини рәт қилди
- Исраилийә ливанға қаратқан һуҗумда хәлқараниң қоллишиға еришкәнликини билдүрмәктә