Москвадики бир сода сарийида йүз бәргән партлашта 7 хитай яриланди

Русийә пайтәхти москвадики бир сода базирида дүшәнбә күни йүз бәргән бомба партлаш вәқәсидә 7 нәпәр хитай пуқраси яриланди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, моксвадики җоңго әлчиханиси вәқәдә һазирғичә хитай пуқралириниң өлгәнликигә даир учур тапшурувалмиған. Җоңго әлчиханиси яридарларниң тәпсили әһвали үстидә тохталмиди.

Дүшәнбә күнки партлаш вәқәсини қолда ясалған бомба кәлтүрүп чиқарған вә москваниң шәрқий - шималидики гүмбәзлик 2 қәвәтлик черкозовиский базирида йүз бәргән. Русийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, вәқәдә 10 адәм өлгән, 31 адәм яриланған, сода базириниң 200 кувадират метир келидиған бөлүми гүмүрүлүп чүшкән.

Русийә баш тәптиш мәһкимиси ишханиси вәқә үстидин җинайи дило турғузуп тәкшүрүшкә башлиди. Сақчилар вәқәни террорлуқ һәрикәттин көпрәк тәшкиллик җинайи һәрикәт яки сода ихтилапидин келип чиққан өч елиш һәрикити болуши мумкин, дәп қаримақта. Черкозовиский базиридики дуккандарларниң көпчилики асия вә капказийилик содигәрләрни асас қилған. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org