Мисир вә түркийә рәһбәрлири оттура шәриқ бирләшмә йиғиниға қатнашмақчи
2007.11.22
Мисир вә түркийә тәрәп икки дөләт ташқи ишлар министирлириниң, америкиниң анаполис шәһиридә өткүзүлидиған" оттура шәрқ тенчлиқи йиғини" ға қатнишидиғанлиқини билдүрди.
Ақсарай хадимлириниң билдүрүшичә, америка президенти җорҗ буш, чаршәнбә күни мисир президенти мубарәк, исраилийә баш министири олмерт вә пәләстин рәиси аббаслар билән телефун арқилиқ көрүшүп, бу қетимқи йиғин һәққидә музакирә елип барған.
Америка мәзкүр йиғинға 50 дөләтниң рәһбири һәмдә тәшкилат вәкиллирини тәклип қилған болуп, йиғинға исраилийини етирап қилидиған сәуди әрәбистан, ирақ вә сүрийә дөләт рәһбәрлириму қатнишиду. Мәзкүр йиғинға йәнә, исраилийә баш министири олмерт билән пәләстин рәиси аббасму иштирак қилидикән.
Америка ташқи ишлар министири кандилиза райис: "әгәр бу қетимқи йиғин исраилийә - пәләстин икки тәрәпниң, пәләстин дөлитини қуруп чиқиш мәсилисидә сөһбәт башлиялиса, бу йиғинниң чоң нәтиҗиси һесаблиниду "деди. Райис сөзидә йәнә, америкиниң 2009 - йили, президент буш вәзиписини тапшуруштин бурун һәрқайси тәрәпләр оттурисида тенчлиқ келишиминиң һасил болушини үмид қилидиғанлиқини билдүрди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Иорданийә падишаһи абдулла хитайда зиярәттә
- Кондализа райс оттура шәрқ зияритини башлиди
- Ливан һөкүмәт қошуни билән исламий күчләр арисида тоқунуш йүз бәрди
- Америка оттура шәрқ иттипақдаш дөләтлиригә һәрбий ярдәмни күчәйтидиғанлиқини билдүрмәктә
- Оттура шәрқ тенчлиқ мәсилиси хадимлири тенчлиқ вәкили билайер билән учрашти
- Җорҗ буш хәлқара йиғин чақирип оттура шәрқниң тенчлиқини қолға кәлтүрүшни тәшәббус қилди
- Исраилийә һөкүмити 250 тутқунни қоюп бериду
- Пәләстин йеңи һөкүмити қурулди
- Ливанда тоқунуш йүз бәрди