Америка дөләт мәҗлисидә хитайниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә испат бериш йиғини өткүзүлди
2005.06.08
Чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә хитайниң пиланлиқ туғут сияситиниң хитай хәлқиғә, болупму хитайдики уйғур вә тибәт қатарлиқ азсанлиқ милләтләргә елип кәлгән паҗиәлик нәтиҗилири һәққидә испат бериш йиғини өткүзүлди.
Америка дөләт мәҗлисиниң нопозлуқ әзалиридин кирстофер симис вә мәркизи вашнгтондики "әмгәк билән өзгәртиш" тәтқиқати фонди тәрипидин бирликтә оронлаштурулған йиғинға, ататлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийиәтчиси рабийә қадир, америка дөләтлик демократийини тәрәққи қилдуруш фонди җәмийитиниң рә иси карл геришмин, "әмгәк билән өзгәртиш" тәтқиқати фондиниң рә иси хәрри ву , хәлқара кәчүрүм тәшкилати асия вә тинч- окян бөлүминиң мудири т . Кумар вә фуҗйән өлкиси пиланлиқ туғут комитетиниң сабиқ әмәлдари гав шяв дуән қатарлиқлар қатнишип сөз қилди.
Атағлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир испат бериш йиғинида, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан пиланлиқ туғут сияситиниң, уйғур хәлқиғә, болупму уйғур анилириға елип кәлгән паҗиәлик ақивәтлирини испатлиқ пакит вә мисаллар билән оттуриға қойди. (Пәридә)