Пакистанда хитай пуқралири йәнә һуҗумға учриди
2007.07.19
Пакистанниң җәнубидики хуб шәһиридә, хитай ишчилирини тошуватқан бир аптомобил партлитивитилгән.
Пәйшәнбә күни йүз бәргән партлашта һуҗумға учриғанлар арисидин аз дегәндә 30 ға йеқин киши қаза қилған, сақчиларниң пәрәз қилишичә , мәзкүр һуҗум хитай пуқралириға қаритилған , әмма партлашта өлгәнләрниң һәммиси пакистанлиқлар икән.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, партлатқуч бомба йол үстидики бир рестуранға алдин орунлаштурулған болуп, нәқ мәйданни көргүчиләрниң ейтишичә, партлаш вәқәси , хитай қурулуш ишчилирини тошуш әтритидикиләр, пакистан бихәтәрлик қоғдиғучилириниң һимайиси астида рестуранға кириватқан чағда йүз бәргән.
Йеқиндин буян пакистандики хитай пуқралири, пакистан қораллиқ миллий гуруһлириниң һуҗум нишаниға айланған.
Қораллиқ күчләр, пакистанда елип бериливатқан чоң көләмлик бирләшмә тәрәққият түрлиригә қарши исян көтүрмәктә. Бирләшмә тәрәққият түрлириниң көпинчиси, хитайниң карханилири тәрипидин көтүригә елинған .
Бу арида йәнә , пакистанниң хангу шәһиридики сақчи иниститути, өзини өлтүрүвелиш характерлик һуҗумға учриған вә аз дегәндә 7 кишиниң өлүмини 20 кишиниң ярилинишини мәйданға кәлтүргән. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әлқаидә , пакистанлиқларни һөкүмәткә қарши өч елишқа чақирди
- Пакистан һөкүмәт армийиси қизил мәсчиткә қораллиқ һуҗум қилди
- Пакистанда хитай пуқралири етип өлтүрүлди
- Пакистандики қизил мәсчитлик талиплар билән болған сөһбәттә илгириләш болмиди
- Қизил мәсчиттики тоқунуш давамлашмақта
- Қизил мәсчитлик талиплар рәһбири өлсиму тәслим болмамду ?
- Пакистан соти қизил мәсчит имами абдуләзизни әйиблиди
- Қизил мәсчит вәқәси хитай- пакистан мунасивәтлирини бузди