Хитайниң америкидики баш әлчиханиси уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәп ишқа орунлаштуруш мәсилисигә инкас қайтурди


2007.11.06

Өткән чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлисидә хитайдики аяллар вә балилар әткәсчилики тоғрисида ечилған испат бериш йиғинида америка хитайни адәм әткәсчиликигә зәрбә беришкә әһмийәт беришкә чақириқ қилған иди.Шундақла рабийә қадир ханим йиғинда хитай өлкилиригә йөткиливатқан уйғур қизларниң әһвали тоғрисида доклат берип, " биз қизлар қуллар әмгикигә селинипла қалмай, җинсий мулазимәтчи қилиниш йошурун хәвпигә дуч келиватиду, дәп қараймиз " дегән иди.

Шуниңдәк, америка авам палата әзаси киристофер симит "хитай даирилириниң 16 яштин 25 яшқичә болған уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш сиясити кәң көләмлик "ирқий тазилаш" ниң бир қисими, дәп қарайдиғанлиқини әскәрткән.

Бүгүн хитайниң америкидики баш әлчиханиси, америка дөләт мәҗлисиниң һәмдә рабийә қадир ханимниң чаршәнбә күнидики испат бериш йиғинида хитайниң адәм әткәсчилики мәсилиси һәққидики тәнқидлирини инкар қилди.

Америка авази радиосиниң хәвиридә көрситишичә, хитайниң америкидики баш әлчиханиси баянатчиси ваң бавдуң "уйғур қизлирини ичкири өлкиләргә йөткәп ишқа орунлаштуруш җәрянида бәзи бир зораванлиқ һәм қанунсиз қилмишлардин сақлиналмиған болуши мумкин, әмма бу дөләт сиясити билән мунасивәтсиз "дегән.

У йәнә " бәзи кишиләр мунасивәтлик даириләргә һөддә қилип аридин пайда алдиған қилмишларни йоқ дейәлмәймән, чүнки мәсилә мурәккәп, шундақтиму буни һөкүмәт орунлаштурған дейишкә болмайду, униң үстигә һөкүмәтниң бу һәқтә мәхсус сиясити һәм чүшүргән сани бар дейиш толиму бимәнилик, җуңго һөкүмити бундақ ишларниң йүз беришигә йол қоймайду.Җуңго һөкүмити бу мәсилидә рабийә қадирға охшаш бөлгүнчиләрниң ейтқанлириға ишәнгили болмайду дәп қарайду" дәп билдүргән.

Хитай һөкүмитиниң уйғур қизлирини хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәш сиясити адәм әткәсчиликкә ятамду ? дегән мәсилә америка дөләт мәҗлисиниң диққитини қозғиған болуп. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң адәм әткәсчиликигә қарши туруш вә назарәт қилиш бөлүминиң башлиқи марк лейгон, хитайниң уйғур қизлирини хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәш сияситини хитай һөкүмитиниң "мәлум сиясий пилан" ниң бир қисими, дәп әскәртип, "әгәр сиз мәсилигә әркин асия радиоси вә башқа тәрәпләрниң уйғурларни, болупму уйғур аяллирини бейҗиң, тйәнҗин, җяңсу, чиңдав, сәндуңға йөткәп, төвән дәриҗилик әмгәккә селиватқанлиқи һәққидики баянлириға бир пүтүн гәвдә сүпитидә қарисиңиз, бу хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанни илгирилигән һалда контроллуқи астиға елиш сиясий пиланиниң бир қисими икәнликигә ишинип қалисиз " дегән иди.

Хитай һөкүмити 2007 - йили февралда, бу йил уйғур елидин хитай өлкилиригә йөткәп ишқа орунлаштуридиған ешинча әмгәк күчини бир милйон икки йүз миңға йәткүзидиғанлиқини шундақла җәнубий уйғур елидики йезилардин йөткәшни асас қилидиғанлиқини елан қилған иди. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.