Италийидә хитайдин ираққа қорал йөткигән әткәсчиләр гуруһи қолға чүшти
2007.02.12
Италийә сақчи даирилири, 12- феврал күни хитайдин ливийә арқилиқ ираққа қорал йөткигән бир әткәсчилик гуруһиниң битчит қилинғанлиқини билдүрди.
Италийә рай радиосиниң хәвәр қилишичә, италийә сақчилири 12- феврал күни италийиниң умбарийә районида бу әткәсчилик делосиға мунасивәтлик 16 кишини қолға алған. Хәвәрдә ейтилишичә, қолға елинғанларниң бәзилири зәһәрлик чекимлик әткәсчилири, бәзилири болса наһайити атақлиқ содигәрләр икән.
Хәвәрдә, сақчиларниң тәкшүрүш җәрянида қоралларни қолға чүшүрәлмигәнлики, әмма хитайдин 500 миң аптомат вә он милйон пай оқ елип ливийә арқилиқ ираққа йөткәш тоғрисида имзаланған нурғун келишимләр вә һөҗҗәтләр қолға чүшкәнлики билдүрүлгән. Хәвәрдә ейтилишичә, бу әткәсчилик делосиға бир ливийилик дипломатму арилишип қалған. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Афенада америка әлчиханисиға етилған ракита хитайда ясалған
- Франсийә хитайни африқидики тоқунуш болуватқан дөләтләрни қорал - ярақлар билән тәминлимәктә, дәп әйиблиди
- Һиндистан гезити хитайни осама бин ладенниң хоҗайини, дәп атиди
- Осама бин ладин билән хитайниң йошурун мунасивити
- Җоңго һизбуллаға қорал - ярақ експорт қилғанлиқини инкар қилди