Дуня сәһийә тәшкилати хәлқара җәмийәтни қуш зукимидин сәгәк болушқа чақирди


2007.12.17

Пакистан вә бирмиларда йеңи қуш зукими юқумдарлири байқалғанлиқи мәлум болғандин кейин 17- декабир дүшәнбә күни дуня сәһийә тәшкилати қуш зукиминиң қайда әдәп кетиш хәтири барлиқини билдүрүп дунядики башқа дөләтләрни бу зукамдин сәгәк болуш һәққидә агаһландуруш бәрди.

Дуня сәһийә тәшкилати хадимлири юқумлиниш әһвали вә вирус типини айриш үчүн пакистанға йетип кәлди. Мәлум болушичә, улар дохтурханиларда вә юқумлиниш байқалған районларда тәкшүрүш елип баридикән.

Дуня сәһийә тәшкилати ғәрбий тинч окян райониниң баянатчиси петир кордиңлейниң бирләшмә агентлиқиға билдүргәнлиригә қариғанда, тәшкилат хадимлири пакистан һөкүмити сәһийә министирлики вә йеза игилик министирлики билән учур алмаштуруш алақисини күчәйткән. Униң билдүрүшичә йәнә, илгири пакистан һөкүмәт хадимлири йеңидин байқалған қуш зукиминиң юқумлиниш әһвални дуня сәһийә тәшкилатиға вақтида доклат қилмиған икән.

Хәвәрдә көрситилишичә, пакистанниң пайтәхти исламабадқа йеқин җайлашқан абботабад шәһиридә 4 ака-ука вә уларниң бир нәврә туғқини вә бу райондики қушханида үч қассапниң H5N1 типлиқ қуш зукими вируси билән юқумланғанлиқи байқалған болуп, бу төт ака-укиниң иккиси мәзкур вируста қаза қилған.

Дуня сәһийә тәшкилати баянатчиси грегорй хартлиниң билдүрүшичә, һазирчә мәзкур вирусниң адәмдин адәмгә юқуш әһвали байқалмиған. Әмма у: "гәрчә һазирғичә бу вирусниң адәмдин адәмгә юқуш әһвали муқимлаштурулмиған болсиму, әмма биз һазир юқири дәриҗидә сәгәк туруватимиз" дегән.

Алдинқи җүмә күни, бирмида 7 яшлиқ бир қизниң мәзкур вирус билән юқумлинип һаят қалғанлиқи хәвәр қилинғандин башқа мушу һәптә ахири германийә вә башқа дөләтләрдиму мушу хил вирустин юқумлиниш әһвали байқалған.

Мәлум болушичә, йеқинда хитайда икки адәмдә бу хил вирус байқалған буларниң ичидә бирси өлгән. 2003 - Йилида пүтүн дуня бойичә 208 адәм H5N1 типлиқ қуш зукими вируси билән өлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.