Түркийидә икки киши қуш зукими вируси билән өлди

Түркийә даирилири 5 ‏- январ күни, түркийиниң шәрқий қисмида қуш зукими вируси билән бир аилидин икки кишиниң қаза қилғанлиқини елан қилди.

Б б с хәвәр агентлиқиниң бүгүн бәргән хәвиригә қариғанда,түркийиниң иран билән чегрилинидиған доғу баязит шәһиридә яшайдиған 14 яшлиқ бир оғул, өткән һәптиниң ахири қаза қилған болуп, униң ачиси пәйшәнбә күни чүштин бурун җан үзгән. Тәкшүрүш нәтиҗисидин бу икки қериндашниң қуш зукими вируси билән юқумланғанлиқи ашкариланған.

Түркийә сәһийә министирлиқи мәсули, доғу баязит шәһиридә қуш зукими түпәйлидин қаза қилған бу икки балиниң қуш зукими вируси билән юқумланған өй қушлири билән бир өйдә турғандин сирт йәнә бу өй қушлирини истимал қилғанлиқини билдүргән.

Мәлум болушичә, шәрқий асия районлирини һесабқа алмиғанда, түркийә қуш зукими вируси билән адәм өлгән йәнә бир район һесаблиниду. Қуш зукими дуняда һазирғичә 70 тин артуқ адәмниң өлүмигә сәвәб болған иди. (Әқидә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org