Қуш зукими түркийидә йәнә бир җан алди

Ройтерис агентлиқиниң хәвәр қилишичә, түркийиниң шәрқи районида йәнә бир кичик бала қуш зукимидин өлди. 6 ‏- январ күни қаза қилған 11 яштики һөля койигит өткән һәптә ахири мәзкур кесәллик билән өлгән 14 яштики мәмәт әли вә 5 - январ күни өлгән 15 яштики фатимәниң сиңлиси икән. Демәк бир нәччә күн ичидә бир аилидин үч бала қуш зукими вируси билән қаза қилған.

Хәвәрләргә қариғанда, көпинчиси кичик бала вә яш өсмүрләрдин тәшкил тапқан 20 дин көпрәк киши қуш зукими вируси билән юқумланған дегән гуман билән дохтурханиға ятқузулған. Дохтурларниң билдүрүшичә, мәзкур вирус билән юқумланғанлар, қуш зукими кесәлликигә гирипдар болғанлиқи үчүн өлтүрүлгән тохуларни ойниған икән.

Қуш зукими кесәллики оттуриға чиққандин бери, шәрқий асия районида 74 киши мәзкур кесәллик сәвәбидин қаза қилди. Шәрқий асия районидин ғәрбгә қарап тарқилишқа башлиған бу кесәллик түркийидә һазирғичә үч җан алди.

Дуня сәһийә тәшкилати, әгәр җиддий тәдбир елинмиса, қуш зукими кесәлликиниң кишиләрдин‏- кишиләргә юқидиған бир кесәлликкә айлинип милйонлиған адәмниң өлүмини һәмдә чоң иқтсадий зиян кәлтүрүп чиқириши мумкин дәп агаһландурған иди. (Қанат)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org