Һәр қайси дөләтләр қуш зукиминиң алдини елишқа 2 милярд доллар ианә аҗратти

Бейҗиңда хәлқаралиқ ианә топлаш йиғиниға қатнишиватқан һәр қайси дөләт министирлири чаршәнбә күни қуш зукиминиң алдини елиш ишлири үчүн тәхминән 2 милярд америка доллири ианә беришкә келишти.

Министирлар дәриҗилик бу йиғинда йиғилған пуллар дуня банкиси күткәндин хели көп болған. Америка 300 милйон америка доллири ианә қилишқа вәдә бәргән. Қуш зукиминиң зиянкәшликикә әң еғир учриған хитай болса 10 милйон доллар чиқармақчи болған.

Бу пуллар асаслиқи қуш зукам вируси тарқилишиниң алдини елиш вә тәрәққий қиливатқан дөләтләрниң давалаш мулазимитини яхшилашқа ишлитилидикән.

Бу қетимлиқ ианә топлаш йиғинини хитай һөкүмити, явропа иттипақи вә дуня банкиси бирлишип орунлаштурған болуп, буниңға пүтүн дунядики 100 нәччә дөләт вә 20 нәччә хәлқара тәшкилатлардин 700 дин ошуқ вәкил қатнашқан.

2003‏- Йилидин буян асияда таралған қуш зукими сәвәбидин һазирғичә 80 нәччә киши қаза қилди. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org