Японийидә рабийә қадир ханим һәққидә китаб нәшир қилинди


2007.10.23

Йеқинда японийидә, уйғур миллий һәрикити рәһбири, уйғурларниң мәнивий аниси рабийә қадир ханимниң сәргүзәштилири һәққидә мәхсус бир китаб нәшрдин чиқти.

" Җуңгодин қоғлап чиқирилған аял" намлиқ мәзкур китабниң аптори, язғучи мизутани наоко ханим болуп, китаб 272 бәтлик һәҗимдә, китабта асаслиқи, нобил тинчлиқ мукапатиниң үч қетимлиқ күчлүк намзати болған рабийә қадир ханим һәм униң уйғур кишилик һоқуқ паалийәтлири вә башқа уйғур паалийәтчилириниң чәтәлләрдә елип бериватқан уйғур даваси тонуштурулған вә шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш һәрикәтлири һәмдә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлири һәққидики мәзмунлар киргүзүлгән.

японийидики уйғурлар һәмдә уйғурларға қизиққучи, тәтқиқ қилғучи һәм уйғурларни дост тутқучи японлар мәзкур китабниң нәшрдин чиққанлиқидин интайин хошал болған.

Нөвәттә японийидики бәзи мәтбуатлар рабийә қадир ханим тоғрисидики мәзкур китабниң нәшрдин чиққанлиқини хәвәр қилғандин башқа, йеқинда йәни 11 - айниң башлири рабийә қадир ханимниң японийидә мәхсус зиярәттә болидиғанлиқи һәмдә бу җәрянда уйғурларниң вәзийити тоғрисида нотуқ сөзләш паалийәтлиридә болидиғанлиқидин учурлар бәргән.

Бу китаб рабийә ханимниң тәрҗимиһали һәққидә, бу йил 6 - айда " гүлдүрмама" намлиқ немис тилида германийидә нәшрдин чиққан 430 бәтлик чоң һәҗимлик китабтин кейинки иккинчи бир чәтәл тилида чиқирилған китаб һесаблиниду.

япон хәлқи узундин буян уйғурларни дост тутуп келиватқан хәлқ болуп, японлуқлар уйғур ели һәм хәлқигә түрлүк саһәләрдә ярдәм қолини сунуп кәлмәктә. Йеқинқи йиллардин буян уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитидин башқа уйғурларниң сиясий тәқдириму японлуқларда қизиқиш қозғиған. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.