Роджистива байримида дуня тенчлиқи тәрғип қилинди
2007.12.25
Дунядики христянлар роджистива байримини тәнтәнә билән тәбриклиди. Христянларниң диний рәһбири рим папаси 16 - бенидик, 25 - декабир роджистива байрими күни мунасивити билән, 60 нәччә хил тилда христянларниң мәзкүр байримини тәбрикләп, дуняда тоқунушларниң аяқлишиши үчүн дуа қилди.
Рим папаси сөзидә , тенчлиқни алаһидә тәкитләш билән биргә болупму уруш вәзийитидә туруватқан ирақ, ливан , дарфур , сомали қатарлиқ районларниң тезрақ әслигә келишини үмид қилидиғанлиқини, һәрқайси дөләт рәһбәрлириниң әқил вә җасаритини ишқа селип, пүтүн йәр шаридики тоқунушларға хатимә беришини тәләп қилди. У йәнә , инсанларниң турмуш сәвийисиниң өсүшигә әгишип, етиқадниң суслишип кетиватқанлиқини, намратларға вә әтрапидики кишиләргә ярдәм қилиш еңиниң йоқиливатқанлиқини агаһландуруп, кишиләрни етиқадқа садиқ болушқа, шәхсийәтчиликкә һаким болуп, гүзәл муһит бәрпа қилишқа чақирди.
Христян муритлири һәр йили 25 - декабир күнини, өзлириниң диний байрими сүпитидә хатириләйду, башқа диний мәзһәпләргә етиқад қилидиған кишиләрму бу күнни байрам сүпитидә хатирләп кәлмәктә. Әмма роджистива байрими, һәзрити әйсаниң туғулған күнини хатириләш йүзисидин мәйданға кәлгән христянларниң әң алй диний бир байрими һесаблиниду.
Бу арида пәләстин рәһбәрлириниң роджистива байрими мунасивити билән пәләстин - исраилийә мәсилисиниң тенчлиқ йосунда бир тәрәп қилинишини тәрғип қилғанлиқи илгири сүрүлгән болуп, пәләстин миллий һакимийәт оргининиң рәиси аббас , йеңи бир йилниң тенч вә муқим болушини шуниңдәк пәләстин хәлқиниң келәр йили мустәқиллиққә еришиш үчүн дуа қиливатқанлиқини билдүрди. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка уйғурлири роза һейтни күтүвалди
- Уйғур балилири русийиниң новосибирск шәһиридики сәнәт фестивалида нәтиҗә қазанди
- 4 - Июл күни америкидики уйғурлар бир ариға җәм болуп, америкиниң мустәқиллиқ байримини хатирлиди
- Май байрими, хитайда әмгәкчиләргә һәқиқий байрамму?
- Америкида мустәқиллиқ байрими
- Хитай һөкүмити уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини "қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" билән күтүвалиду