Русийә колин повелниң әйиблишини рәт қилди
2004.09.15
Русийә ташқи ишлар министири сергей лавров ( Sergei Lavrov) чаршәнбә күни, колин повелниң путин оттуриға қойған, мәркизи һөкүмәтниң районға болған контроллиқини техиму күчәйтиш тоғрисидики қарарини әйиблишигә рәддийә берип, буларниң русийәниң террорчилиққа зәрбә бериштики чариси болған дөләтниң ички сиясити икәнликини билдүрди.
Әнглийә б б с радио- телевизийә ширкитиниң хәвәр қилишичә, сергей лавров сөзидә йәнә, “ вашингтон һөкүмитиниң өзиниң демократик түзүмини башқиларға теңиш һоқуқи йоқ.” Дәп көрсәтти.
Сәйшәнбә күни америка ташқи ишлар министири колин повил (Colin Powell), русийәниң террорчилиққа зәрбә бериш һоқуқиға игә икәнликини, әмма путин оттуриға қойған тәклипниң әмәлийәттә болса демократик ислаһатқа тосалғу болғанлиқини билдүргән иди.
Шундақла явропа бирликиниң ташқи ишлар комитети рәиси крис пәттен (Chris Patten), өзиниңму америкиға охшашла путинниң бу қараридин әндишә қилидиғанлиқини тәкитлигән һәмдә явропа парламентиға, русийә һөкүмитиниң һоқуқини күчәйтишни террорчилиққа зәрбә беришниң бирдин- бир чариси қиливалмаслиқини үмид қилидиғанлиқини билдүргән. (Пәридә)