Русийә президенти түркийини зиярәт қилди
-
2004-12-06 -
-
-
Түркийини зиярәт қиливатқан русийә президенти виладемир путин дүшәнбә күни әнқәрәдә түркийә дөләт рәһбәрлири билән учришип, икки дөләтниң сиясий вә иқтисадий һәмкарлиқни күчәйтидиғанлиқини билдүрди. Русийә билән түркийә илгири өз ара дүшмәнлишип кәлгән дөләтләр иди.
Виладемир путин йәкшәнбә күни түркийигә йитип кәлгән болуп, у түркийини зиярәт қилған русийиниң түнҗи президенти болуп һесаблиниду.
Ройтирс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, виладемир путин әнқәрәдә түркийә президенти әхмәд нәҗдат сәзәр билән сөһбәт өткүзгәндин кийин, мухбирларни күтүвелиш йиғинида "биз икки дөләт һәмкарлиқини һәр бир саһәгә кеңәйтишни қарар қилдуқ", дегән.
Мөлчәрләшләргә қариғанда, путин зиярити җәрянида түркийә билән дөләт мудапиә, енергийә вә сода җәһәттә алтә түрлүк һәмкарлиқ келишимини имзалап, икки дөләтниң күчийиватқан иқтисадий һәмкарлиқини йәниму илгири сүриду.
Русийә президенти путин дүшәнбә күни кәчтә түркийә баш министири тайип әрдоған билән сөһбәт өткүзидиған болуп, сөһбәттә террорчилиққа қарши уруш вә чечән мәсилисини өз ичигә алған бир қатар мәсилиләрниң музакирә қилинидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Путин украинийә президенти билән көрүшти
- Хитай нефит турубиси мәсилисидә русийә билән келишим һасил қилалмиди
- Путин хитай зияритидә террорчилиққа қарши туруш мәсилисини алаһидә тәкитлиди
- Русийә презденти путин хитайни зиярәт қилмақчи
- Росийә президенти виладемир путин келәр һәптә хитайни зиярәт қилиду
- Хитай көчмәнлириниң росийидә көпийиши әндишиләрни қозғимақта