Русийиниң сабиқ президенти борис йелтсин вапат болди


2007.04.23

Русийиниң сабиқ президенти борис йелтсин 76 йешида русийидә аләмдин өтти. Кремлниң баянатчиси александир смирнов, йелтсиниң қаза қилғанлиқини дәлиллиди.

Русийә ахбарат васитилири русийә президентлар медитсина мәркизиниң башлиқи сергей мироновниң ейтқанлиридин нәқил кәлтүрүшичә, йелтсин йүрәк һәрикити туюқсиз тохтап қелиш сәвәблик мәркизи дохтурханида қаза қилған.

Бирләшмә агентлиқиниң 23 ‏- април бәргән хәвиридә ейтилишичә, гәрчә йелтсин русийини демократийә вә базар игилики йолиға меңишқа қистиған дөләт әрбаби болсиму, нурғунлиған рус пуқралири уни дөләтниң чөкишигә рәһбәрлик қилған дәп әслишидикән.

Русийә интерфакс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, сабиқ советләр иттипақиниң ахирқи президенти михайлис горбачев, йелтсинға баһа берип: "униң зиммисигә дөләткә қилған нурғун улуғ иш- излири вә йәнә көплигән хаталиқлири муҗәссәмләнгән" дегән.

Чәтәл мәтбуатлирида, йелтсин русийидики тунҗи әркин сайланған президент болуш сүпити билән, президентлиқ һаяти ихтилаплар билән толған зат болуп, чирикликкә қарши турушқа ирадә билдүрүп, дөләт мүлкиниң талан- тараҗ қилинишини тосушқа урунған болсиму, қурби йәтмигән, яки халимиған. Өзи изчил түрдә әркин мәтбуатни қоғдашта чиң туруп кәлгән болсиму, бәлки мәтбуатни контрол қилишта камаләткә йәткән, дәп қаралмақта.

У -1994 йили чеченийиниң русийидин айрилип мустәқил болушиға қарши уруш башлиған вә миңлиған - онмиңлиған адәмләрниң өлүшигә сәвәбчи болған. Әмма -1996 йили мәғлуп болуп әскәр чикиндүрүшкә мәҗбур болған. Бу уруш һечнемини һәл қилалмиған болсиму, -1999 йили рус әскәрлири чеченийигә йәнә һуҗум қозғиған иди.

Йелтсин 1931- йили 1- февралда орал тағлири етикидә деһқан аилисидә дуняға кәлгән болуп, у 2007 - йили 23 ‏-април 76 йешида аләмдин өтти. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.