Сәуди әрәбистан радиосиниң уйғурчә аңлитиши қайта башланди


2007.11.11

Сәуди әрәбистандики ихтияри мухбиримизниң хәвәр қилишичә, сәуди әрәбистан радиосиниң җиддә шәһиридин аңлитиш беридиған "түркистанчә" радио аңлитиши 11 - ноябир күнидин етибарән қайта башланди. Мәзкур аңлитиш сәуди әрәбистан һөкүмитиниң тәрәққият пиланиға асасән арилиқта бир қанчә ай тохтитилип қоюлған болуп, тәртипкә селиш вә рәтләшләрдин кейин бу қетим қайтидин ечилип өз хизмитини башлиди.

Мухбиримизниң игилишичә, түркистанчә аңлитиш мәхсус уйғур ели вә сабиқ совет иттипақиниң оттура асия районини нишан қилип, 1982 - йили тәсис қилинған болуп, дәсләптә бир саәт берилгән. 1999 - Йилидин кейин икки саәткә чиқирилған, бу мәзгилдә уйғур вә өзбек тиллирида арилаш аңлитиш берилгән болса, бу қетим күнигә үч, йәни уйғурчә бир йерим саәт, өзбекчә бир йерим саәт болған һәмдә уйғур тили билән өзбәк тилидики программилар вақит вә башқа җәһәтләрдин айрилған. Һәммә хизмәтчи хадим 20 нәччигә йәткүзүлгән.

Бу қетим сәуди әрәбистандин берилидиған мәзкур уйғурчә аңлитиш программилири бурунқиға қариғанда йеңиланған вә толуқланған болуп, диний программилар йәни қуран тилавәт, қурани керимниң тәпсири вә башқилар асас қилинғандин сирт йәнә хәлқара вә сәуди хәвәрлири, сәуди әрәбистан падишаһлиқиниң вәзийити һәм иҗтимаий –иқтисадий әһвалиға аит программиларму өз ичигә елинған.

Игилишимизчә һазир чәт мәмликәтләрдин америка қошма шитатлиридин башқа сәуди әрәбистан, қазақистан вә қирғизистан уйғур тилида радио аңлитиши бериду. 1947 - Йилидин башлап уйғурчә аңлитиш бәргән өзбекистан хәлқара радиоси бу йил уйғур тилида аңлитиш беришкә чәк қойған. Әслидә бу, дуня бойичә әң тарихи узун уйғурчә аңлитиш иди. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.