Америка, хитайда ясалған бир милйондин артуқ бовақлар каривитини йиғивалидиғанлиқини билдүрди
Америка һөкүмәт даирилири җүмә күни, түзүлмисидә байқалған хаталиқ түпәйлидин, хитайда ясалған бир милйон бовақлар каривитини йеғивелиш тоғрисида уқтуруш чиқарди.
Америка мәһсулатларниң бихәтәрликини күзүтиш комитетиниң билдүрүшичә, хитайда ясалған бовақлар каривитиниң түзүлмисидики хаталиқ, һазирға қәдәр бири 9 айлиқ йәнә бири 6 айлиқ икки бовақниң өлүшигә сәвәб болған һәмдә 60 ға йеқин, бовақларниң һаяти үчүн хәтәрлик вәқә йүз бәргән.
Комитет, хитайда ясалған бовақлар каривитиниң 1988 - йилидин 2007- йили май ейиғичә, америкиниң пүтүн шәһәрлиридики магизинларда сетилғанлиқини әскәртип, пүтүн херидарлардин өйлиридики бовақлар каривитиниң йеғивилиниши тоғрисида уқтуруш чиқирилған бовақлар каривити типидики кариват болуп- болмиғанлиқини тәкшүрүшини тәләп қилди.
Мулаһизичиләр, америка мәһсулатларниң бихәтәрликини күзүтиш комитети тәрипидин, хитайда ясалған бир милйон бовақлар каривитини йеғивелиш тоғрисида чиқирилған уқтуруш, йеқинқи айларда хитайда ясалған балилар оюнчуқи қатарлиқ бәзи мәһсулатларни йеғивелиш һәққидә чиқирилған оқтурушлар сәвәбидин америкида хитай мәһсулатлириға қарши қозғалған гуманни техиму көпәйтивитидиғанлиқини билдүрмәктә. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- яврупа иттипақи бихәтәр болмиған хитай мәһсулатлириға қарита йәнә бир қетим агаһландуруш бәрди
- Хитайда ишләнгән оюнчуқларни базардин қайтуруш һәққидә үчинчи қетим елан чиқти
- яврупа бирлики хитайни мәһсулатлириниң сүпитини юқири көтүрүш җәһәттә агаһландурди
- Америка маттел ширкити пүтүн дунядин20 милйон тал хитайда ясалған оюнчуқларни йиғивалди
- Перу хитайда ясалған 60 тонна оюнчуқта зәһәрлик мадда байқиған
- Америка билән хитай бирлишип дөләт һалқиған юмшақ детал өзәклири әткәсчиликигә зәрбә бәрди
- Алатавда өлчәмгә йәтмигән хитай чиш пастилири екиспорт қилиштин чәкләнди
- Хитайдики сахта маркилиқ мал америка -хитай сода мунасивитигә еғир тәсир йәткүзмәктә