Явропа иттипақи беларустики сайламни өлчәмгә тошмайду деди
-
2006-03-20 -
-
-
явропа бихәтәрлик һәмкарлиқ тәшкилатиниң сайлам тәкшүрүш хадими дүшәнбә күни беларустики президент сайлимини хәлқара қобул қилалайдиған өлчәмгә йәтмәйду дәп көрсәтти.
явропа бихәтәрлик һәмкарлиқ тәшкилати йәнә, бу қетимлиқ сайламда көрүлгән бәлгилимигә еғир хилаплиқ қилиш һәмдә дөләт һоқуқидин қалаймиқан пайдилиниш әһвалиға аит нурғун мисалларни көрсәтти һәмдә һөкүмәтниң өктичи партийә қоллиғучилириниң һәрикитини әйиблиди.
Мәзкур явропа иттипақи тәшкилати йәнә, бу қетимлиқ сайламниң баштин- ахир тәһдит вәһимиси астида елип берилғанлиқини билдүрди. Әмма русийиниң сайлам тәкшүрүш хадими болса бу сайламниң адил елип берилғанлиқини көрсәтти.
Өктичи партийә намзати милинкевич бу сайламға һөкүмәтниң қол тиққанлиқини һәмдә лукашенкониң қайта президентлиққа сайлинишиниң қанунсиз икәнликини билдүрди. Шундақла милинкевичниң қоллиғучилири сайлам ахирлашқан йәкшәнбә күни кәчтә минск шәһиридә кәң көләмдә намайиш оюштурди.
Александир лукашенко президентлиқ вәзиписини өтигән 12 йилдин буян русийә пәрәс сиясәт йүргүзгәнлики билән әйиблинип кәлгән болуп, бу қетим униң үчинчи қарар президент болуши һесаблиниду. (Пәридә)