Сәпәр мурат түркмәнбеши дәпнә қилинди
2006.12.25
Йүрәк кесили билән 12-айниң21 -күни вапат болған түркмәнистан дөләт башлиқи сәпәр мурат түркмәнбеши 12-айниң 25-күни дөләт мурасими билән дәпнә қилинди. У күни түркийидиму байрақлар йерим чүшүрүлди.
Түркийә рәһбәрлири мурасимда
Түркийиниң дөләт телевизийиси TRTint нәқ мәйдандин тарқитиш бәрди. Телевизийәдә көрситилишичә 25-числа әтигәндә түркмәнбешиниң җаназиси түркмәнистанниң пайтәхти ашхабаттики дөләт рәиси сарийида зиярәткә ечилди. Түркмәнбешиниң тавутини зиярәт қилған хәлқ у йәрни гүл чичәкләргә пүркивәтти. Кейин чәтәллик меһманлар тавутни зиярәт қилип зиярәт дәптиригә тәзийә сөзлирини йезишти. Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған, баш министир муавини, ташқи ишлар министири абдуллаһ гүл, орманчилиқ министири осман пәпә вә енергийә министири һилми гүләр билән бирликтә көп санда парламент әзаси вә карханичилар мурасимға қатнашти. Әрдоған башчилиқидики түрк һәйити түркмәнбешиниң оғли мурат ниязов вә аилисигә тәзийәлирини билдүрди. Баш министир тәзийә дәптиригә тәзийәнамисини язди вә мухбирларға оқуп өтти.
"Түркмәнистанниң қурғучиси вә түрк дунясиниң қиммәтлик дөләт әрбабини йоқатқанлиқимиз үчүн көңлүмиз интайин йерим. Дөлитим вә миллитим намидин қериндаш түркмәнистан хәлқигә охашашла матәм тутмақтимиз. Дөлити үчүн наһайити көп хизмәтләрни қилғанлиқи вә түркийә билән түркмәнистан оттурисидики мунасивәткә чоң төһпиләрни қошқанлиқи үчүн уни әсла унутмаймиз".
Мәмликәт бойичә 7 күнлүк матәм
TRTint Телевизийисидә көрситилишичә, җумһур рәиси сарийи алдидики мурасим ахирлашқандин кейин түркмәнбешиниң җаназиси униң туғулған йезиси болған қипчақ йезисиға апирилип, оттура асияниң әң чоң мәсчити һесаблинидиған түркмәнбеши роһи мәсҗитиниң йенидики аилә мазарлиқиға дәпнә қилинди. Түркийә бу мурасимға интайин әһмийәт бәргән болуп, түркийидә байрақлар бир күн йерим чүшүрүлгәндин башқа дәпнә мурасимиға қатнишиш үчүн баш министир башчилиқида 100 киши түркмәнистанға барди. Түркмәнистанниң әң чоң имами росән аллаһбәрдийәв қилдурған җаназа намизидин кейин баш министир рәҗәп тайип әрдоған қипчақ йезисидин айрилди. Түркмәнләрниң адити бойичә җаназиға қатнашқан һәммә кишигә қара тумақ кийгүзүлди. Түркмән хәлқи әң көп кишиниң түркийидин қатнашқанлиқидин мәмнун болғанлиқини, бу қериндашлиқ мунасивитиниң бузулмаслиқи керәкликини деди. Түркмәнистанда 7 күн матәм елан қилинған болуп, кочилар җимҗит, иш йәрлири ечилмиған. Түрк мәтбуатлирида йезилишичә, түркмән хәлқиниң һәммиси матәмни билдүридиған қара тумақ кейгән болуп, көңүл ечиш мәркәзлири 7 күн бойичә ечилмайдикән.
Түркмәнистан һәққидә
Дуняда өзиниң қизиқарлиқ иҗраәтлири билән диктатор дәп тонулған түркмәнбешиға тоғра баһа бериш үчүн 1991-йилиға қайтиш лазим. Түркмәнистан руслар түркистанда бесивалған әң ахирқи тупрақ. 1881-Йилида түркмәнләрниң әң ахирқи миллий армийиси ашхабатта русларға йеңилгәндин кейин түркмәнистан руслар тәрипидин бесивелинған. 1899-Йилида түркистан омумий валиликкә бағланған. 1917-Йилидики болшевик инқилабидин кейин түркмәнләр мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн күрәш қилған болсиму болшевикләр 1920-йилида түркмәнистанни тәкрар бесивалған. 1925-Йилида совет иттипақиға рәсми бағланған. Совет иттипақи мәзгили түркмәнләр үчүн әң зулмәтлик мәзгил һесаблиниду. Түркмәнистан мустәқилликигә еришкәндә, совет иттипақиниң әң арқида қалған райони һесаблинатти. 488 Миң 100 кувадират километир болған түркмән туприқиниң бәштин төти қара қурум чөлидин ибарәт. Бундақ туруқлуқ москва һөкүмити уларни пәқәтла шал билән пахта ишләп чиқиришқа мәҗбурлап түркмәнистанниң екологийилик тәңпуңлиқини бузувәткән. Балдур өлүм нисбити 1988-йилида дуняниң оттуричә нисбитидин ики қат юқири иди. Москва узун йиллар бу дөләтни сөмүргән. Түркмәнистан мустәқиллиқигә еришкән вақтида 4 йерим милйон нопусқа игә болуп, буниң 78 пирсәнти түркмән иди. Түркмәнләр 7 чоң, 24 кичик қәбилидин тәркип тапқан болуп, қәбилиләрниң әң күчлүки тәкә қәбилисидур. Иккинчи күчлүк қәбилә болса һазирқи өктичиләр тәвә болған салар қәбилисидур.
Үмит өздағ әпәндиниң түркмәнбешиға баһаси
Түркийә 21-әсир истратегийә тәтқиқат мәркизиниң башлиқи үмит өздағ әпәнди мулаһизә мақалисидә түркмән беши һәққидә мундақ дәп язған: түркмәнистан мустәқиллиқигә еришкән вақтида милли роһ интайин аҗиз иди. Түркмәнистанниң демократик дөләт қурушиниң асасини яритиш үчүн милли кимликни күчләндурудиған вақитқа еһтияҗи бар иди. Сағлам бир милли кимлик шәкилләндүрәлмигән җәмийәтләрдә демократийәни орнитиш мумкин әмәс. Түркмән беши бу мәзгилдә өзини мәркәз қилған һалда бир диктаторлуққа қарап маңди. Әгәр түркмәнистан мустәқиллиқ муҗадилисидин кейин мустәқил болған болсиди, түркмәнбешиниң бу диктаторлуқини өз хәлқи вә дуня хәлқи қобул қилған болатти. Әмма түркмәнбешиниң бәзи мубалиғиләштүрлгән иҗраәтлири дуняниң тәнқидигә учриди.
У мақалисидә йәнә, түркмән бешиниң пәқәтла айларниң исмини өзгәртмигәнликини, совет иттипақи мәзгилидә йоқитилған түркмән милли әнәнисини җанландурғанлиқини, йоқилишқа йүзләнгән ислам динини қайта җанландурғанлиқини язған. У йәнә, сәпәр мурат түркмәнбешиниң дөлитини русларниң тәсиридин қутулдуруш үчүн алди билән түркийә билән йеқинлашқанлиқини, түркийидин йетәрлик дәриҗидә җавап алалмиғанлиқи үчүн түркмәнистанни тәрәпсиз дөләт дәп елан қилғанлиқини дегән.
Мунасивәтлик мақалилар
- Түркмән баши дәпнә қилинди
- Түркмәнистан мувәққәт президенти түркмән башиниң дөләт сиясити өзгәрмәйдиғанлиқини җакарлиди
- Түркмәнбеши сәпәр мурат ниязовниң вапати түркмәнистанда қандақ өзгиришләргә йол ачиду?
- Түркмәнистан президенти ниязоф хитайни зиярәт қилиду
- Түркмәнистан билән хитай келәр йили муһим бир нефит келишимини имзалимақчи
- Түркмәнистан түрмигә ташланғанларни кәчүрүм қилмақчи
- Түркмәнистан хитайдин төмүр йол ишлириға керәклик әслиһәләрни киргүзмәкчи