Шималий корийиниң ядро бомба синиқи хәлқара җәмийәтни чүчүтти
2006.10.09
Шималий корийә дүшәнбә күни муваппәқийәтлик һалда тунҗи йәр асти ядро синиқи елип барғанлиқини җакарлап, ядро синиқида радиактиплиқ булғиниш вәқәлири көрүлмигәнликини елан қилди. Бу һәқтики хәвиридә "ядро синиқи корийә ярим арили вә районниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғдашқа пайдилиқ "дәп тәкитлигән шималий корийә мәркизи ахбарат агентлиқи, ядро синиқини "тарихий вәқә " дәп атиди.
Җәнубий корийә даирилириниң әскәртишичә, ядро синиқи бу дөләтниң шәрқий шималидики бир тағ бағриға җайлашқан өңкүрдә елип берилған. Президент буш шу күни ядро синиқини "иғвагәрчилик һәрикәт " дәп әйиблиди. У, шималий корийиниң тәһдитигә қарши " дуня чоқум инкас қайтуриду " дәйду.
Президент бушниң әскәртишичә, у җәнубий корийә, японийә, хитай вә русийә рәһбәрлири билән бу мәсилә тоғрисида пикир алмаштурған. Хитай, шималий корийә ядро синиқиға қарши туридиғанлиқини билдүрди.
Америка билән японийә б д т хәвпсизлик кеңишигә шималий корийини җазалаш тәклипи сунуши мумкин. Лекин күзәткүчиләрниң әскәртишичә, хитай билән русийиниң бу тәклипни қоллаш- қоллимаслиқиға һазирчә бир немә дегили болмайдикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Әгәр шималий корийә ядро синиқи елип барса, у уруш иғвагәрчилики дәп һесаблиниду
- 38 - Параллилда йүз бәргән етишиш вәқәсидин кейин икки корийә мунасивити җиддийлишип кәтти
- японийә пйоңяңға қарши имбарго мәсилисини хәвпсизлик кеңишидә авазға қоюшни чақириқ қилди
- Америка хитайниң шималий корийә ядро қораллири мәсилисидә тутқан ролидин чоң үмид күтмәйдиғанлиқидин бишарәт бәрди
- Америка шималий корийиниң һәмкарлишишни рәт қилғанлиқини әйиблиди