Шималий корийиниң ядро синиқи хәлқарада күчлүк инкас қозғиди


2006.10.10

Шималий корийиниң дүшәнбә күни елип барған йәр асти ядро синиқи хәлқара җәмийәтниң қаттиқ инкасини қозғимақта. Америка призиденти җорҗ буш шундақла японийә , русийә , җәнубий корийә қатарлиқ дөләтләрниң рәһбәрлири "шималий корийиниң бу һәрикитини хәлқараниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә болған бир тәһдит " дәп көрсәтмәктә.

Хитайму өзиниң шималий корийиниң радио синиқиға қарши туридиғанлиқини билдүрмәктә. Хитай һөкүмити сәйшәнбә күнидин башлап өзиниң шималий корийигә болған бесимини күчәйтиш билән бир вақитта, өзиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң шималий корийини җазалишиғиму қошулуши мумкинликини бишарәт қилмақта.

Хитай ташқи ишлар министириниң баянатчиси лю җйәнчав сәйшәнбә күни ечилған мухбирларни күтивелиш йиғинида, " хитай һечқачан һечқандақ шәкилдә шималий корийә билән ядро синиқи һәққидә һәмкарлишип бақмиған" дәп тәкитләп, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бу һәқтә мувапиқ һалда җиддий чарә ‏- тәдбирләрни қоллиниши керәкликини билдүргән.

Гәрчә хитай шималий корийиниң ядро синиқи елип беришиға қаттиқ қаршилиқ билдүрүп келиватқан болсиму, лекин хитай рәһбәрлири та һазирғичә шималий корийигә болған ярдимини вә сода берип‏-келишини тохтатмиған.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши шималий корийини дүшәнбә күни елип барған ядро синиқи түпәйлидин қаттиқ әйиблиди. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.