Кондилиза райис бейҗиңда хитай рәһбәрлири билән шималий корийә ядро мәсилисини музакирә қилди


2006.10.20

Америка ташқи ишлар министири кондилиза райис җүмә күни бейҗиңни зиярәт қилип, хитай дөләт рәиси ху җинтав, баш министир вен җябав вә хитай ташқий ишлар министири ли җавшиңлар билән шималий корийә ядро мәсилисини музакирә қилди.

Райис хитай рәһбәрлиригә америкиниң шималий корийигә йүргүзгән пул-муамилә имбаргосини өзгәртмәйдиғанлиқини билдүргән. У, шималий корийә ядро синиқини " еғир иғвагәрчилик һәрикәт" дәп әйиблиди вә бу шәрқий - шималий асияниң "тинчлиқи вә бихәтәрлики үчүн тәһдит " дәп көрсәтти. Ху җинтав болса тәрәпләрни еһтиятчан болушқа, вәқәниң контролдин чиқип кетишидин сақлинишқа чақирған. Вен җябав, ядро мәсилисини сөһбәт вә дипломатик йол билән һәл қилиштин " башқа чаримиз йоқ " дәп тәкитлигән.

Таң җяшүән райис билән көрүшкәндә пәйшәнбә күнки шималий корийә зияритиниң " тасадипи әмәсликини" билдүрди. Җәнубий корийә йонхап ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, ким җуңил, "қайта ядро синиқи елип бериш пилани йоқлиқини" билдүргән. Райис хитай ташқий ишлар министири ли җавшиң билән хәвпсизлик кеңишиниң имбарго қарарини әмәлийләштүрүш мәсилисини, болупму шималий корийә парахотлирини тәкшүрүш мәсилисини музакирә қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.