Америка - хитай йеңи истратегийилик сөһбитини башлиди
2005.12.07
Америка хитайниң һәрбий қурулушидин әндишә қиливатқан бир пәйттә, америка билән хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири вашингтонда истратегийилик сөһбәт елип барди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка муавин ташқи ишлар министири роберт золик вә хитай муавин ташқи ишлар министири дәй биңго чаршәнбә күни бир ариға келип, икки тәрәп мунасивити, асия вә хәлқара мәсилиләр бойичә икки күнлүк сөһбитини башлиди.
Америка ташқи ишлар министирлиқидики бир хадимниң билдүрүшичә, бу сөһбәт бу йил 8 - айда бейҗиңда башланған истратегийилик сөһбәтниң давами һесаблиниду.
Америкиниң муавин ташқи ишлар министири роберт золик бу йил сентәбирдә дөләтлик америка- хитай мунасивәтлири комитетида қилған нутиқида хитайниң һәрбий хираҗәтлириниң очуқ- ашкара болмаслиқиниң дөләтләрдә гуман қозғайдиғанлиқини билдүрүп," нурғун дөләтләр хитайниң тинчлиқ билән баш көтиришни халайду. Әмма һечким өзиниң тәқдирини униңға до тикмәйду" дәп көрсәткән иди. У шундақла хитайни демократийини қубул қилип, хәлқара системидики мәсулийәтчан бир әза болушқа чақирған. (Арзу)