Хәлқара кәчүрүм тәшкилати кишилик һоқуқ мәсилисидә хитай һөкүмити билән сөһбәт өткүзди
2007.03.31
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати, җүмә күни хитай һөкүмити билән сөһбәт өткүзүп, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң түрмидики пәрзәнтлири һәмдә 6 яшта хитай һөкүмити тәрипидин қолға елинған пәнчән лама мәсилисини оттуриға қойди.
Җүмә күни вашингтон дики хитай әлчиханисида елип берилған бу учришиш, хәлқара кәчүрүм тәшкилати билән хитай һөкүмити оттурисида елип берилған тунҗи рәсмий учришиш һесаблиниду.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати асия-тинч окян бөлүми мудири тү кумар, мухбирларға хитай әлчихана хадимлири билән елип берилған сөһбәт һәққидә бәргән баянатида "сөһбәттә биз хитай һөкүмитигә 10 йилдин бери из-дерәксиз ғайиб болған пәнчән лама һәмдә уйғурларниң рәһбири рабийә қадирниң түрмидики пәрзәнтлириниң әһвалидин қайғуруватқанлиқимизни билдүрдуқ" деди.
Хитай һөкүмити 2006- йили июн ейида уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң қизи рошәнгүл, оғуллири қаһар абдуреһим, абликим абдуреһим вә алим абдуреһимни тутуп қамиған. Рошәнгүл вә қаһар абдуреһим қоюп берилди. Алим абдуреһимгә 7 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинди . Әмма абликим абдуреһимниң ақивити һәққидә техичә ениқ бир мәлумат юқ. Хәвәрләргә қариғанда, тутуш җәрянида һәмдә түрмидә хитай сақчилири тәрипидин қаттиқ урулған абликим абдуреһимниң саламәтлик әһвали начар икән.
Тибәтликлбәрниң диний даһийси далай лам тәрипидин пәнчән лама мақамиға тәйинләнгән, 6 яштики гәдһун нийима 1995- йили хитай һөкүмити тәрипидин тутулған. Һазир 18 яшқа киргән пән чән ламаниң қайси йәрдә икәнликини мәлум әмәс. Хитай һөкүмити униң башқа балиларға охшаш мәктәпкә бериватқанлиқини билдүргән болсиму, лекин һазирғичә һечқандақ хәлқара тәшкилат вәкилиниң, дуняниң әң кичик сиясий мәһбуси дәп аталған пәнчән лама ни зиярәт қилишиға рухсәт бәрмигән. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: абликим абдурийимниң саламәтлик әһвали интайин начар
- Америка һөкүмити 2006 - йиллиқ хәлқара кишилик һоқуқи доклати елан қилди
- Дуня уйғур қурултийи нур бәкриниң рабийә қадир һәққидики сөзлиригә рәддийә бәрди
- Америка хәлқара диний әркинлик кометити рабийә қадир ханимниң пәрзәнтлири һәққидә баянат елан қилди
- явропа иттипақи, хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити тоғрисида җиддий қайғусини ипадилиди