Җорҗ буш омумий вәзийәт һәққидә нутуқ сөзлиди

Америка президенти җорҗ буш чаршәнбә күни кәчтә америка дөләт мәҗлисидә, дөләт ичи вә хәлқара вәзийәт һәққидә пүтүн мәмликәткә нутуқ сөзлиди.

У бир саәтлик нутуқида, америкиниң дөләт ичидики федерал иҗтимаий суғурта түзүми ислаһати, уруштин кейинки ирақниң демократийилишиш әһвали, иран вә шималий корийиниң ядро пилани қатарлиқ бир қатар мәсилиләр һәққидә тохталди. Хәлқара мәсилиләрдә, җорҗ буш демократийиниң муһимлиқини қайта тәкитлиди.

У ирақ вә пәләстинләрдә йеқинда өткүзүлгән сайламларға юқири баһа берип, америкиниң чоқум оттура шәрқ вә башқа районларда демократийини илгири сүридиғанлиқини билдүрди. У сөзидә: "америка чоқум террорчиларни һимайә қилған, кәң көләмлик қирғинчилиқ характерлик қоралларға игә болушқа урунған дөләт һакимийәтлири билән қаттиқ елишиду" - деди.

У йәнә, иранниң ядро мәсилисидә тохтилип, иранни террорчилиқни қоллаватқан дөләтләрниң каттивеши дәп көрсәтти вә америкиниң әркинлик вә демократийигә интилгән иран хәлқи билән биллә икәнликини билдүрди.

Америка президенти җорҗ бушниң нутуқи ахирлашқандин кийин, америка дөләт парламентидики демократчилар партийисиниң әзалири, өзлириниң охшаш болмиған көз қарашлирини изаһлап, бушниң ирақтин қошун чекиндуруш пиланини оттуриға қоймиғанлиқини тәнқидлиди. (Арзу)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org