Америка тәйвәндики әң юқири дипломатини алмаштурмақчи


2005.04.20

Америка һөкүмити тәйвәндики әң алий иш беҗириш орни болған америка җәмийитиниң дерикторини алмаштуруп, униң орниға қирғизистандики америкиниң баш әлчиси стевен яңни турғузидикән.

Тәйвәндә енглизчә чиқидиған "тәйбей вақти" гезитидин мәлум болишичә, нөвәттики америка җәмийитиниң дериктори доглас пал 7 -айниң 1 - күнидин башлап хизмитидин рәсмий айрилидикән. Лекин америка җәмийити бу һәқтә инкас қайтурушни рәт қилди.

Нөвәттә америкиниң қирғизистандики баш әлчиси болуп вәзипә өтәватқан стевен яң, 1998 - йилидин 2001 - йилиғичә тәйвәндики америка җәмийитиниң муавин дериктори болуп ишлигән. Шундақла 2002 - йилидин 2003 -йилиғичә, америка ташқи ишлар министирлиқиниң хитай вә моңғолийә ишлири ишханисиниң дериктори болған.

Нурғун сиясий анализчилар стевен яңниң қирғизистандики ақайеф һакимийитиниң ағдурулишида чоң рол ойниғанлиқини илгири сүрмәктә. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.