Тәйвән президентиниң ливийә, һиндонезийә зиярити хитайни оңайсиз әһвалға чүшүрүп қойди

Тәйвән президенти чен шүйбйәнниң латин америкисидики иттипақдаш дөләтләрни зиярәт қилип қайтиш сәпиридә ливийә билән һиндонезийидә тохтап өткәнлики, бу дөләтләр билән дипломатик мунасвити бар бейҗиңни оңайсиз әһвалға чүшүрүп қойди.

Президент чен шүйбйән җүмә күни тәйвәнгә қайтип кәлгәндин кейин, " хитай бизниң ташқириға чиқишимизни чәкләш үчүн пүтүн чариләрни қолланди. Лекин улар бизни қанчә мәни қилғансири биз шунчилик иттипақлишимиз вә ишәнч топлаймиз " деди. Хитай ташқий ишлар министирлиқи җүмә күни баянат елан қилип, һиндонезийигә етираз билдүрди. Хитай ташқий ишларминистирлиқи баянатчиси лю җйәнчав, " биз һиндонезийини бир җуңго принсипиға әмәлий һәрикити билән әмәл қилишини вә җуңго - һиндонезийә мунасивитиниң асасини қоғдишиға чақиримиз " дәйду.

Хитай буниң алдида пәйшәнбә күни ливийини тәнқид қилип, чен шүйбйәнниң зияритигә йол қойғанлиқини икки дөләт мунасивитигә бузғунчлиқ қилғанлиқтур,дәп әйиблигән. Чен шүйбйән латин америкисидики парагвай вә костарика әллирини зиярәт қилиш сәпиригә атланғанда америкида тохтап өтмәкчи болди. Лекин америка һөкүмити униң ню - йорк яки лос - анҗелис шәһиригә қонушини рәт қилип, аласкаға қонушиғайол қойған болсиму, лекин чен шүйбйән аласкаға қонушни рәт қилди.

Чен шүйбйән, буниң тәйвән - америка мунасивитигә тәсир йәткүзмәйдиғанлиқини билдүргән. У, қайтиш сәпиридә ливийә билән һиндонезийиниң батам арилиға қонди вә ливийидә казафи билән көрүшти. Һакимийәт үстидики демократийә тәрәққият партийиси чен шүйбйәнниң ливийә вә һиндонезийигә қонғанлиқини бөсүш характерлик дипломатик ғәлибә, дәп тәриплимәктә. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org