Афғанистан президенти талибанлар билән сөһбәт елип барғанлиқини етирап қилди
2007.04.07
Афғанистан президенти һамид кәрзәй тунҗи қетим, афғанистанда тинчлиқни тикләш үчүн талибан рәһбәрлири билән бивастә сөһбәт елип барғанлиқини етирап қилди.
Президент кәрзәй җүмә күни кабулдики президент сарийида өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йеғинида, "узундин бери талибанларниң вәкиллири һөкүмитимиз билән сөһбәт елип бармақта. Бәзи талибан рәһбәрлири билән мәну сөзләштим" дегән. Лекин у қайси талибан рәһбири билән сөһбәтләшкәнлики һәққидә бир нимә демигән. Президент кәрзәй афғанистанда тинчлиқни қайтидин тикләш үчүн пүтүн афғанлар билән һәтта талибанларниң рәһбири молла өмәр билән сөһбәткә тәйяр икәнликини билдүрди.
Афғанистандики һакимийити 2001- йили америкиниң һәрбий һәрикити нәтиҗисидә гумран болған талибанлар, афғанистанда қайтидин тәшкиллинип, афған армийиси вә афғанистандики бирләшмә армийә қисимлириға қарита кәң көләмлик һуҗумларға башлиған. Талибанлар һәтта афғанистан җәнубий вә шәрқий җәнубий районлиридики бәзи наһийиләрниң контроллуқини қолға алған.
Гәрчә талибанлар һакимийитини гумран болғанлиқидин бәш йилидин артуқ бир вақит өткән болсиму, техичә афғанистан коп қисмида һакимийитини орнитилмиған һамид кәрзәй, сиясий җәһәттин барғансири қйин әһвалға чүшүп қалмақта. Өткән һәптә афғанистанда кәрзәй һөкүмитигә қарши миллий бирлик сәп намида йеңи бир сиясий өктичи һәрикәт қурулған. Бу һәрикәт президент кәрзәйдин асасий қанунни өзгәртиши тәләп қилмақта. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистан-афғанистан чегра районидики тоқунушларда онлиған чәтәллик милитант өлгән
- Талибанлар афғанистанда чәтәллик вә афғанистанлиқлардин болуп 5 кишини гөрүгә еливалған
- Пакистанда өзбек милитантлар билән йәрлик қәбилиләр оттурисидики тоқунушлар барғансери җиддийләшмәктә
- Пакистан- афғанистан чегра районида йүз бәргән тоқунушта 160 адәм өлди
- Пакистан һөкүмити қәбилиләр билән келишим имзалиди