Америка мәркизи ахбарат идариси хитайниң һәрбий қурулушини күчәйтишини тәһдид һесаблайдикән
2005.02.17
Америка мәркизи ахбарат идариси, хитайниң һәрбий қурулушини күчәйтишиниң тәйвән боғузидики һәрбий тәңпуңлуқни бузуп, америкиниң асиядики һәрбий күчигә тәһдид елип келидиғанлиқини билдүрди.
Америка мәркизи ахбарат идарисиниң башлиқи портер гос чаршәнбә күни америка дөләт мәҗлиси авам палатаси ахбарат комитетида испат берип, хитайниң нөвәттики һәрбий қурулушлириниң асаслиқи тәйвән боғузидики тоқунушқа тақабил туруш үчүн елип бериливатқанлиқини көрсәтти.
У йәнә, "әгәр тәйвәнниң мустәқиллиқ хаиши хитайниң бәрдашлиқ бериш чекидин ашса, у һалда, хитай буниңға қорал күчи билән инкас қайтуриду дәп қараймиз" деди.
Хитай һөкүмити болса пәйшәнбә күни америка мәркизи ахбарат идарисиниң қаришини әйибләп, буни тәйвәндики " бөлгүнчи " күчләргә хата сигнал бәргәнлик дәп көрсәтти. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң һәрбий тәйярлиқи асиядики муқимсизлиқ амили дәп қаралмақта
- Америкидики бир қисим парламент әзалири хитайни җазалаш һәққидә қанун лайиһисини оттуриға қойди
- Мутәхәссисләр америка дөләт мәҗлисидә хитайни йошурун тәһдит дәп көрсәтти
- Америка авам палатаси явропаниң хитайға қойған имбаргони бикар қилиш пиланини әйиплиди
- Америка -хитай дөләт мудапиә әмәлдарлири бейҗиңдики сөһбитини аяқлаштурди
- Америка вә хитайниң дөләт мудапиә әмәлдарлири бейҗиңда сөһбәт өткүзди