Русийә чечән өктичилирини тутушқа 10 милйон доллар мукапат чиқарди
Беслан трагидийисидин кейин, русийә һөкүмити чаршәнбә күни чечәнистан өктичи рәһбәрлиридин масхадов билән басайевни тутушта учур билән тәминлигәнләргә 300 милйон рубли (10 милйон америка доллири) мукапат беридиғанлиқини җакалиди.
Әнглийә б б с радио-телевизийә ширкитиниң хәвиригә қариғанда, русийә аманлиқ сақлаш даирилири, бесландики мәктәпни гөрәгә елиш вәқәси сәвәбидин елип бармақчи болған бу икки кишини йоқутуш һәрикитидә уларға аит учурларға еһтияҗлиқ болған. Чүнки русийә даирилири бу икки кишини бу йәрдә йүз бериватқан террорлуқ һәрикәтләргә сәвәпчи дәп қарайду.
Әмма чечәнистан өктичи тәшкилатиниң баянатчиси илгири мәсхадовниң бу вәқә билән һечқандақ алақиси йоқлини билдүрүп, мәзкүр тәшкилатниң һечқандақ әсәбий террорлуқ һәрикәтлиригә арилашмиғанлиқини билдүргән иди.
335 Киши қаза тапқан мәзкүр беслан трагидийиси, дуня җамаәтчиликиниң күчлүк деққитини тартқан болуп, бу путин һөкүмитигиму еғир бесим пәйда қилди. (Пәридә)
3- Сентәбир Шимали осситийәдики гөрүгә еливелиш кризиси қәтлиам билән ахирлашти
5- Сентәбир Русийидики гөрүгә елиш вәқәсидә өлгәнләрниң дәпнә мурасими өткүзүлди
6- Сентәбир Шималий оссетийә вәқәси һәққидики инкаслар
7- Сентәбир Шималий оссетийә вәқәси вә путин
8- Сентәбир Руссийә чечән рәһбәрлирини тутуш мукапати елан қилди