Җакартадики авистиралийә әлчиханиси сиртида йүз бәргән партилашта сәккиз адәм өлди


2004.09.09

Һиндонозийиниң пайтәхти җакарта шәһиридики авистиралийә әлчиханисиниң сиртида пәйшәнбә күни шиддәтлик партлаш йүз берип, аз дигәндә сәккиз адәм өлди, йүздин артуқ адәм яриланди.

Җакарта сақчи даирилириниң билдүришичә, бу қетимқи партлаш машиниға қачиланған бомбиниң партлишидин килип чиққан болиши момкин икән. Мәлуматларға қариғанда, партлаш йүз бәргән җайниң әтрапидики биналар вә машинилар вәйран болған ,бирақ авистиралийә әлчиханиси анчә чоң зиянға учримиған.

Авистиралийә ташқи ишлар министири , бу қетимқи партлашни авистиралийигә қаритилған тероррлуқ һоҗум дәп атиди. Җакарта шәһәр башлиқиму, буни "террорлуқ һәрикәт" дәп тәриплиди.

Җакарта сақчи даирилири, бу қетимқи һоҗумниң һиндонозийидики " җимааһ исламий тәшкилати" (Jimaah Islamiah) тәрипидин елип берилған болиши мүмкинликини билдүрмәктә. Мәзкүр тәшкилат илгири һиндонозийидә 200 дин артуқ адәмниң өлишини кәлтүрүп чиқарған икки қетимлиқ партлитиш вәқәсиниң мәсолийитини өз үстигә алған иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.