Америка дөләт мәҗлиси әзаси, авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси том лантос әпәнди вапат болди


2008.02.11

Том лантос әпәнди америка дөләт мәҗлиси авам палатасиниң әң ғоллуқ әзалиридин бирси вә кишилик һоқуқни әң қаттиқ һимайә қилғучиларниң бериси болуш супити билән уйғур миллий даваси вә кишилик һоқуқ мәсилисигә әң чоңқур көңүл болуп келиватқан палата әзаси.

У илгири уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң хитай түрмисидин азат қилинишида көп куч чиқарған, америка дөләт мәҗлисидә уйғурларға аит елинған һәр хил қарар лайиһилирини өзи баш болуп тәшәббус қилған зат иди.

Том лантос әпәнди 2007- йили 17- сентәбр күни америка дөләт мәҗлисидә елинған уйғурлар үчүн интайин муһим болған 497- номурлуқ қарарниң баш тәйярлиғучиси вә әң күчлүк тәшәббусчиси болуп, қарар лайиһисидә, хитай һөкүмитидин уйғурлар устидин йүргүзүватқан диний, миллй, тил вә мәдәнийәт җәһәттики бастуруш һәрикитини дәрһал тохтитиш тәләп қилинған.

Там лантос әпәндиниң аләмдин кәткинигә интайин қайғурғанлиқини билдүргән рабийә қадир ханим: " там лантос әпәндиниң аләмдин кетиши пәқәт уйғурлар үчүн зор йоқитиш болупла қалмай, бәлки пүтүн дунядики биздәк езилгән милләтләр үчүнму зор йоқитиш" деди.

Рабийә қадир ханим йәнә, том лантос әпәндиниң уйғурларниң авазиниң америка дөләт мәҗлисигә йетишидә әң көп күч чиқарған, езилгән милләтләр үчүн әң көп йүрәк қенини сәрп қилған улуғ адәм икәнликини оттуриға қойди.

Том лантос әпәндиниң вапатиға тәзийә билдүргән америка президенти җорҗ буш: "у кишилик һоқуқ чемпийони иди" деди.

Калифорнийә шитати вәкили лантос әпәнди 1980- йилидин башлап америка авам палата әзаси болуп ишлигән болуп, кийин америка авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәисликигә сайланған.

Йеқинда лантос әпәндиниң рак кесәл икәнлики испатланған болуп, у бүгүн әтигән йәни 11- феврал америка пайтәхтигә йеқин җайдики һәрбий дохтурханида 80 йешида вапат болди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.