Повел сунами апәт районини көздин көчүрди


2005.01.05

Америка ташқи ишлар министири колин повел чаршәнбә күни сунами апитиниң тәсиригә еғир учриған һиндонезийиниң суматра арилиға берип, апәт зиянкәшликигә учриғучилар вә уларниң аилә-тавабатлиридин һал сориди.

Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, колин повелниң зиярити давамида йәрлик хәлқләрму америкиға болған тәшәккүрини ипадилигән. Бу йәрдә диний дәрис беридиған 53 яшлиқ моллам муһәммәд мәҗид мухбирға мундақ дәйду: "америка дуняниң сақчиси, буниң билән бир вақитта йәнә улар бизгә көп ярдәм қиливатиду. Биз буниңдин толиму миннәтдар."

Нәқ мәйданни көздин көчүрүп техиму тәсирләнгән америка ташқи ишлар министири колин повел, апәт райониға әвәтидиған тик учар айрупиланларни техиму көпәйтидиғанлиқини җакарлиди. Күзәткүчиләр америкиниң бу йәрдики ипадисиниң, америкиниң мусулман дунясидики образини яхшилашқа пайдиси болидиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Һазирғичә америка һөкүмити иқтисадий ярдәмдин сирт, апәт райониға 45 данә тик учар айрупилан, 15 миң америка әскиридин тәшкилләнгән ярдәм гурупписи шундақла икки һәрбий парахот әтритини қутқузуш ишлирини елип беришқа әвәткән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.