Түркийидики дияр бақир шәһиридә партлаш йүз бәрди
2006.09.13
Түркийә мәтбуатлириниң учурлиридин қариғанда, сәйшәнбә күни түркийиниң җәнубидики дияр бақир шәһиридә партлаш йүз берип, аз дегәндә 12 адәм өлгән. Әмма, өлгәнләр вә яриланғанларниң сани һәққидә техи бирликкә кәлгән учур йоқ болуп, бу һәқтә һәр хил санлиқ мәлуматлар бар.
Америка авази радиосиниң учурида көрситилишичә, партлаш тошулуш җәрянида йүз бәргән болуши мумкин икән. Әмма, техи һазирғичә бирәр орун буни өз зиммисигә алмиди.
Дияр бақир мустәқиллиқ дәваси қиливатқан курд ишчилар партийиси вә башқа курд қораллиқ гуруппилириниң асаслиқ паалийәт қилидиған мәркизи болуп, дияр бақир нопусиниң йеримини дегүдәк курдлар тәшкил қилиду.
Бу арида америкиниң бир нәпәр алаһидә һәрбий әлчиси әнқәрәгә йетип келип, түркийидики курдларниң ирақ тәрәптики курдларниң ярдими арқилиқ түркийигә паракәндичилик селиш һәрикәтлиригә зәрбә бериш мәсилиси һәққидә әнқәрә даирилири билән сөһбәтләшкән иди. У бу районға нисбәтән җиддий чарә қоллиниш керәкликини көрсәткән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкиниң сүрийә әлчиханиси һуҗумға учриди
- Америкида 11 - сентәбир вәқәсиниң 5 йиллиқини уйғурларму хатирилиди
- Әнгилийә даирилири бихәтәрлик тәдбирилирини күчәйтишниң йәнила интайин муһим икәнликини билдүрмәктә
- Әнгилийә , террорлуқ һәркити пиланлиған 21 кишини қолға алди
- Америка җуңгоға саяһәт агаһландурушини бикар қилди